Японийәдики хитай консуллириниң куңзи институтини қуруш тәшвиқати тәнқидкә учриди
2016.12.07

Йеқиндин буян японийәдики һәр қайси шәһәрлиридики хитай баш консуллири бир қисим университетларда хитайниң сиясити һәққидә лексийә сөзләш билән биргә, мәзкур мәктәпләрдә куңзи институти қурушниң әвзәллики тоғрисида тәшвиқат елип барған болуп, хитай консуллириниң бу хил тәшвиқати бәзи бир университетлардики нопузлуқ профессорларниң күчлүк тәнқидигә учриди.
Бу һәқтә зияритимизни қобул қилған кагошима хәлқара университетиниң профессори, доктор сейҗи нишихара әпәнди йеқинда японийәниң фукуока шәһиридики хитай консулханисиниң баш консули хениң кагошима хәлқара университетида елип барған бир қетимлиқ лексийә сөзләш паалийитидә хитай-япон мунасивити, “бир бәлвағ, бир йол” истратегийәси қатарлиқ темиларда нутуқ сөзләш билән биллә, японийәдә қурулған бир қисим куңзи институтлириниң мәсуллирини сөзгә тәклип қилип, японийәдики алий мәктәпләрдә куңзи институти қурушниң әвзәллики тоғрисида тохталғанлиқини баян қилип мундақ деди: “хитай консулханилириниң хитай иқтисадий тәрәққияти вә қошна дөләтләр билән болған достлуқи һәққидә елип бериватқан бу хил тәшвиқатлирини биз әлвәттә қарши алимиз. Бирақ, хитай консулханилири хитай компартийәсиниң сияситини тәшвиқ қилидиған вә өзлиригә һимайичи топлайдиған куңзи институти кәби тәшвиқат орунлирини мәктипимиздә қурушиға шәхсән мән қарши.”
Куңзи институтиниң қурулушиға қарши туруш сәвәблири һәққидә тохталған профессор доктор сейҗи нишихара сөзини давамлаштуруп: “2009-йили 5-июл үрүмчи вәқәси йүз бәргәндин кейин, японийәдики куңзи институтлири рәсмий һалда японийәдә бу һәқтә елип берилған тәшвиқатларға қарита очуқ-ашкара һалда қарши турушқа башлиди. Мәсилән: мән шу йили 10-айда японийәдики он нәччә университетта бу һәқтә доклат сөзләш паалийити уюштуруп уйғурларниң рәһбири рабийә қадир ханимни доклат сөзләшкә тәклип қилсам, японийәдики куңзи институтлири бу паалийәтни өткүзүшимизгә қарши түрлүк қаршилиқ паалийәтлирини елип барди. Немә үчүн хитай мәдәнийитини вә тилини тәшвиқ қилидиған куңзи институти кишилик һоқуқ мәсилисигә арилишип буниңға тосқунлуқ қилиду? демәк бу йәрдики гәп, куңзи институти шәкилдә мәдәнийәт тәшвиқати орни болсиму, маһийәттә униң вәзиписиниң башқичә икәнликини ашкарилиди” деди.
У, фукуока шәһиридики хитай консули хениң доклати һәққидә тохтилип:“хитай дипломатлири доклатлирида қәдимий йипәк йолида йеңи йипәк йоли қурушни тәшвиқ қилиду. Бирақ,йипәк йолини бәрпа қилған вә тарихтин буян шу йәрләрдә яшап келиватқан уйғурларни хәлқараниң террор һәрикитигә қарши туруш сияситидин пайдилинип туруп дуняға террорчи қилип көрситишкә тиришиду. Әгәр, хитай компартийәси һәқиқий түрдә баравәрлик вә тинчлиқ ичидә йеңи йипәк йоли қурушни нишан қилған болса, у һалда чоқум уйғурларниң кишилик һоқуқини һөрмәт қилған һалда улар билән бирликтә иш елип барған болатти. Лекин, бу йәрдики мәқсәт башқичә”деди.
Хитай консулханисиниң йеқиндин буян кагошима хәлқара университетиға көз тикишиниң сәвәблири һәққидә тохталған профессор доктор сейҗи нишихара: “мәктипимизниң тәтқиқат журнилида уйғурларниң кишилик һоқуқ мәсилисигә даир бир қисим нопузлуқ профессорларниң тәтқиқат мақалилириниң көпләп елан қилиниши, бәлким хитай консулханисиниң диққитини тартқан болуши керәк дәп ойлаймән. Чүнки, 5-июл үрүмчи вәқәсигә даир дуня уйғур қурултийи елан қилған ‛5-июл ғайиблири‚ намлиқ һөҗҗәтлик доклат инглиз вә япон тиллирида айрим-айрим һалда китабчә қилинип, мәктипимиз тәрипидин нәшргә тәйярланди. Рабийә қадир ханим 2009-йили 10-айда мәктипимиздә бу һәқтә доклат сөзлиди. Шуниңдин кейин бәлким хитай консулханилири бу мәктәпни нишанға алған болуши керәк” деди.
Биз бу һәқтә техиму көп мәлуматқа еришиш үчүн, фукуока шәһиридики хитай консулханисиға телефон қилған болсақму, бирақ телефонимиз җавабсиз қалди.
Японийәдики уйғур мәсилилири көзәткүчилиридин арома ханим фукуокадики хитай консулиниң тәшвиқати һәққидә тохтилип: “бәлким хитай консули куңзи институтини қуруш арқилиқ бу мәктәптә елип бериливатқан уйғур кишилик һоқуқ мәсилилири тәтқиқатини тосушқа тиришиватқан болуши мумкин. Лекин бу биһудә аваричилик, чүнки японийәдә көплигән кишиләр куңзи институтлириниң қурулушиға қарши” деди.
Японийәдики уйғур зиялийлиридин японийә уйғур бирлики тәшкилатиниң муавин рәиси ғалип миҗит японийәдики куңзи институтлири һәққидә қарашлирини баян қилди.
Мәлум болушичә, японийә кагошима хәлқара университети 2008-йили уйғур алими мәхмут қәшқири туғулғанлиқиниң миң йиллиқини хатириләш паалийитини өткүзгән вә шуниңдин буян изчил һалда уйғур мәдәнийити вә уйғур тарихи тоғрисида лексийә сөзләш паалийәтлирини елип барған шундақла японийәдә уйғур кишилик һоқуқ мәсилилири тоғрисида тәтқиқат елип бериватқан университетлардин бири.
Юқириқи аваз улинишидин тәпсилатини аңлаң.