“тарихий материялларда шәрқий түркистан ислам җумһурийити вә униң асасий қануни” дегән намдики китаб истанбулда нәшр қилинди
2018.07.30
“тарихий материялларда шәрқий түркистан ислам җумһурийити вә униң асасий қануни” дегән намдики 209 бәтлик китаб истанбулдики сутуқ буғрахан нәшрияти тәрипидин истанбулда нәшр қилинди.
Бу китабни қәһриман мараш сүтчииман университети оқутқучиси доктор алимҗан буғда язған болуп, китаб 1933-йили қәшқәрдә қурулған шәрқий түркистан ислам җумһурийитиниң қурулуш аппарати вә җумһурийәтниң асаси қанунлирини һәм җумһурийәтни қурғучилар вә министирларниң вәзипә тәқсиматлирини өз ичигә алидикән.
8-Нөвәтлик дуня шәрқий түркистанлиқлар қериндашлиқ учришиш йиғинида сөз қилған доктор алимҗан буғда бу китабтики асасий мәзмунлар, нәшр қилиштики мәқсити вә китабниң әһмийити тоғрисида тохталди.
Доктор алимҗанниң билдүрүшичә, бу китаб 1933-йили қәшқәрдә қурулған шәрқий түркистан ислам җумһурийитиниң орган журнили болған “истиқлал мәҗмуәси” да йезилған хәвәр вә мақалиләр, шу тарихта нәшр қилинған “шәрқий түркистан һаяти”, “әркин түркистан”, дегән гезитләрдә нәшр қилинған тарихий һөҗҗәтләрни асас қилип туруп йезилған.
Доктор алимҗан бу китабни йезиштики асасий мәқсити китабниң мәнбәлири тоғрисида тохтилип мундақ деди: 1933-йили һәқиқәтән шәрқий түркистан ислам җумһурийити қурулғанму қурулмиғанму дегән соалларға җаваб бериш үчүн йезилған болуп, бу китабтики мәзмунларниң көпинчиси 1933-йиллири нәшр қилинған гезит вә журналларда елан қилинған хәвәр вә мақалиләрни өз ичигә алиду.
Доктор алимҗан буғда бу китабта, шәрқий түркистан ислам җумһурийити қурулуштин илгири дөләтниң қурулуш тәйярлиқ басқучлири шәрқий түркистан истиқлал җәмийити тәрипидин елип берилғанлиқини билдүрди вә бу һәқтә “истиқлал мәҗмуәси” дә елан қилинған мәлуматларниң өз ичигә елинғанлиқини ипадилиди.
Доктор алимҗан буғда йәнә китабта 1933-йили қурулған шәрқий түркистан ислам җумһурийитиниң һазирқи заманиви дуняда қурулған җумһурийәтләргә охшаш икәнликини, 30 маддилиқ асасий қануниниң йезилғанлиқини билдүрди.
Биз бу китаб һәққидә пикир қарашлирини елиш үчүн китабниң корректорлуқ вәзиписини өтигән сутуқ буғрахан нәшриятиниң мудири мөминҗан билән сөһбәт елип бардуқ.
Мөминҗан бу китабниң әһмийити тоғрисида тохтилип, бу китабниң тарихта уйғурларниң мустәқил дөләт қурғанлиқиниң дәлил пакитлирини хәлқарада көрситип бериштә тарихий һөҗҗәт шәкилдә муһим әһмийәткә игә бир китаб икәнликини билдүрди.