Истанбулдики хәлқаралиқ аммиви тәшкилатлар йәрмәнкисидә уйғур мәдәнийити тонуштурулди
2017.12.12
Истанбулда ечилған “хәлқаралиқ аммиви тәшкилатлар йәрмәнкиси” дә уйғур мәдәнийити тонуштурулди.
Мәркизи истанбулға җайлашқан “ислам дуняси аммиви тәшкилатлар бирлики” вә “түркийә халисанә бирләшмә фонди” ниң бирликтә уюштуруши билән 9-10-декабир күни “хәлқаралиқ аммиви тәшкилатлар йәрмәнкиси” истанбулниң йеңиқапи явро-асия сәнәт мәркизи залида ечилди. Бу йәрмәнкидә уйғур мәдәнийәтлирини тонуштуруп көргәзмә ечилди. Уйғурларға алақидар китаб-журнал вә тәшвиқат вариқи тарқитилди.
Бу йәрмәнкиниң ечилиши мурасимида “ислам дуняси аммиви тәшкилатлар бирлики” ниң баш катипи ели қурт әпәнди сөз қилип, йәрмәнкигә 63 дөләттин 300 муһим аммиви тәшкилатлар қатнишип өзлириниң миллий мәдәнийәтлири вә хизмәт-
Паалийәтлирини тонуштуруп көргәзмә ачқанлиқини билдүрди.
Йәрмәнкигә уйғурларға вакалитән “шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийити” қатнишип уйғур мәдәнийитини тонуштуруп, көргәзмә ачти вә уйғурларниң йеқинқи әһвали тоғрисида тәйярланған әрәбчә, инглизчә вә түркчә доклатни тарқатти.
Бу паалийәткә түркийәдин тәнтәрбийә вә яшлар министирлиқи, аилә вә иҗтимаий ишлар министирлиқи, баш министирлиққа қарашлиқ “афад” йәни ярдәмлишиш идариси, қизилай җәмийити, диянәт ишлар башқармиси, түркийә сиртидики түркләргә ярдәм бериш идариси, юнус әмраһ институти, маарип вәхпи, анадолу агентлиқи, ислам һәмкарлиқ тәшкилати, әрәб-ислам дөләтлиридин йәнә көплигән иҗтимаий тәшкилатлар, идарә-органларму қатнишип көргәзмә ачти.
Икки күн давам қилған бу йәрмәнкә җәрянида йәнә арақан, кәшмир вә уйғур мәсилиси тоғрисидиму мәхсус муһакимә йиғини ечилди.
Йиғинда, уйғурларға вакалитән “шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийити” ниң рәиси һидайәтуллаһ оғузхан “асарәттики түрк ислам юрти - шәрқий түркистан” дегән темида сөз қилди. Һидайәтуллаһ оғузхан бу темини асас қилип туруп, уйғурларниң тарихи, мәдәнийитиниң тәрәққияти, нөвәттә дуч келиватқан мәсилиләр вә буниң сәвәблири, шундақла уйғур мәсилисини һәл қилишниң чарә-тәдбирлири тоғрисида пикир-тәклипләрни оттуриға қойди.
Ели қурт әпәнди бу йәрмәнкиниң мәқсити тоғрисида тохтилип, ислам дунясида актип паалийәт қиливатқан аммиви тәшкилатлар оттурисидики мунасивәтни күчәйтиш, тонушуш, өз-ара маслишиш, өз-ара тәсир көрситиш, изчил һәмкарлишишни нишан қилиш икәнликини билдүрди.
Қатнашқучилар йәрмәнкә җәрянида өзлири ачқан көргәзмә орунлирида өзлириниң хизмәт-паалийәтлирини, иш-пиланлирини тонуштурған китаб-журнал, тәшвиқат варақлири тарқитиштин сирт йәнә үн-синларни өз ичигә алған программилирини гезит-журнал вә телевизийә мухбирлириға тәқдим қилиш арқилиқ мәтбуатларда өзлириниң җәмийәтлирини тонуштуруш паалийити елип барди.
Икки күн давам қилған бу хәлқаралиқ йәрмәнкигә онмиңдин артуқ кишиниң қатнашқанлиқи илгири сүрүлди.
Ислам дуняси аммиви тәшкилатлар бирликиниң баш катипи ели қурт әпәндиниң билдүрүшичә, хәлқ аммисиға очуқ болған бу йәрмәнкә паалийитиниң ислам дунясиниң һәр қайси җайлиридики аммиви тәшкилатлар оттурисида давамлишидиған һәмкарлишишқа чоң бир һәссә қошидиғанлиқини үмид қилидикән.
Биз йәрмәнкидә уйғур мәдәнийитини тонуштуруп көргәзмә ачқан “шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийити” ниң рәиси һидайәтулла оғузхан билән сөһбәт елип бардуқ.
Һидайәтулла оғузхан, бу йәрмәнкидә уйғур мәдәнийитини тонуштуруш үчүн һәр хил кийимләр, қол-һүнәр сәнәтлири, чалғу әсваблар вә китаб-журналларни қоюп көргәзмә ачқанлиқини, үч хил тилда уйғур мәсилисини тонуштурған мәхсус журнал нәшр қилдуруп тарқатқанлиқини, бу йәрмәнкиниң уйғурларни тонуштурушта муһим пурсәт болғанлиқини, көплигән аммиви тәшкилат мәсуллири билән тонушуп мунасивәт орнатқанлиқини билдүрди.
Биз йәнә пикир-қарашлирини елиш үчүн уйғур мәдәнийәт көргәзмисини зиярәт қилған “түркийә кадирлар уюшмиси федератсийәси” ниң рәиси ели ялчин әпәнди билән уйғурлар тоғрисида сөһбәт елип бардуқ.
У, уйғур мәдәнийитигә юқири баһа бәрди.
“ислам дуняси аммиви тәшкилатлар бирлики” ниң рәсмий тор сәһиписидә билдүрүшичә, бу бирлик 2005-йили истанбулда 40 дөләттики исламий аммиви тәшкилатларниң қатнишиши вә ортақ қарар чиқириши билән қурулған хәлқаралиқ бир тәшкилат икән. Һазир бу бирликниң 63 дөләттин 312 аммиви тәшкилат әзаси бар болған хәлқаралиқ тәшкилатқа айланған. Бу бирлик ислам дунясиниң иҗтимаий вә сиясий мәсилилиригә йеқиндин көңүл бөлүп кәлмәктә икән. “шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийити” му бу бирликкә әза болуп хизмәт-паалийәтләрдә ортақ һәмкарлишип кәлмәктикән.
“ислам дуняси аммиви тәшкилатлар бирлики” ни тонуштурған һөҗҗәтлик филимда зулумға учриған районларни тилға елинип, шәрқий түркистанму ислам дунясиниң һәл қилишқа тегишлик мәсилиридин бири, дәп тонуштурулған.