“хәлқаралиқ йипәк йоли илмий муһакимә йиғини” да уйғур тәтқиқатчиларму сөз қилди
2018.07.03
7-Айниң 2-күни истанбулда “хәлқаралиқ йипәк йоли: корейә билән түркийә оттурисида мәдәнийәтләр алмишиши” намлиқ илмий муһакимә йиғини ечилди. Муһакимә йиғинида уйғур тәтқиқатчиларму сөз қилди.
Йиғинда сөз қилғучиларниң көпинчиси, йипәк йоли тоғрисида тохталғанда, уйғур мәсилисини вә уйғур дияридики шәһәрләрни тилға елип өтти. Һәтта соал-җаваб қисимлирида пикир баян қилип уйғур мәсилиси тоғрисида бәс муназирә елип берилди.
Йиғинда сөз қилған әнқәрә университети тарихи бөлүми оқутқучиси доктор әркин әкрәм хитайниң йеңи йипәк йоли истратегийәси һәққидә тохтилип, мундақ деди: “йипәк йолида икки муһим район бар, буниң бири шәрқий түркистан, йәнә бири түркийә, әгәр бу икки районда мәсилә чиқидиған болса йипәк йолиниң давам қилиши қийин болиду”.
Истанбул университети түркологийә тәтқиқат институти, җәнубий корейә кемюң университети йипәк йоли вә оттура асия тәтқиқат мәркизи вә “түрк очақлири” ниң истанбул шөбиси бирликтә уюштурған бу илмий муһакимә йиғини 2 күн давам қилди.
Бу илмий муһакимә йиғинида түркийә вә җәнубий керийәлик тәтқиқатчилардин 50 тин артуқ мутәхәссис қәдимки йипәк йоли вә униң тарихи шундақла хитайниң йеңи йипәк йоли истратегийәси тоғрисида тәйярлиған илмий мақалилирини тәқдим қилди.
Йиғинниң ечилиш мурасимида истанбул университети түркологийә тәтқиқат институти мудири профессор фикрәт туран сөз қилди вә тарихтин буян түркләрниң йипәк йоли җуғрапийәсидә яшап кәлгәнликини вә тәсирлик болғанлиқини билдүрүп мундақ деди: йипәк йоли, корейә вә хитайдин башлинип, түркләр яшайдиған сиясий җәһәттә һөкүмранлиқ қилған, турпан, бухара, қәшқәр, сәмәрқәнт, һивә, ташкәнт, хорасан, әрзурумғичә давам қилиду. Бу шәһәрләр һөкүмранлиқ дәврини нәччә йүз йил давам қилдурди.
Йиғинниң ечилиш мурасимида сөз қилған корейә кемюң университетиниң мудири, профессор, ли җуңхе түркийә-корейә мунасивәтлири тоғрисида тохтилип мундақ деди: “бу йәрдә түркийә вә корейә мунасивәтлири асас қилинип мәсилиләр күнтәртипкә кәлтүрүлиду. Бу йәрдә сөз қилмақчи болған кишиләрниң бу мунасивәтләрдә мәркизи бир һалқа яритидиғанлиқини ойлаватимән.”
У мундақ деди: “кеймюң университети тармиқида 2014-йили қурулған йипәк йоли вә оттура асия институти йипәк йоли вә оттура асия районлирини тонуштуруш мәқситидә тәтқиқатлар елип бериватиду, мутәхәссисләр тәрипидин мақалә йезилип нәшр қилиниватиду. Институт өзбекистан вә иран һәққидә тәтқиқатлар елип бериш билән бир вақитта йәнә түркийә тоғрилиқму тәтқиқат елип беришқа башлиди.”
Йиғинниң биринчи бөлүмидә һаҗәттәпә университети тарих бөлүминиң оқутқучиси доктор әркин әкрәм “хитайниң йеңи йипәк йоли истратегийәси вә геополитика җәһәттики тәкшүрүшләр” дегән темида, мармара университетиниң оқутқучиси доктор чағдаш өнгүр сунар “йипәк йолида охшимайдиған вәзипиләр: явро-асия гурупписи билән ‛бир бәлвағ бир йол‚ пилани һәққидә бир селиштурма” дегән темида, оттура шәрқ техника университетиниң оқутқучиси доктор җәрән әргәнч “түркийә вә корейә үстидә бир селиштурма” дегән темида, корейәлик тәтқиқатчи суңмин ким “хитайниң йеңи йипәк йоли пиланида оттура асия, корейә, русийә вә түркийә” дегән темида доклат бәрди.
Доктор әркин әкрәм мақалисидә хитайниң йеңи йипәк йоли истратегийәси һәққидә тохтилип, мундақ деди: “йипәк йолида икки муһим район бар, буниң бири шәрқий түркистан, йәнә бири түркийә, әгәр бу икки районда мәсилә чиқидиған болса йипәк йолиниң давам қилиши қийин болиду.”
Бу йиғин 10 бөлүмдин тәркиб тапқан болуп, һәр бөлүмдә 4 тәтқиқатчи өзлириниң илмий мақаллирини тәқдим қилидикән. Йиғинниң ечилиш мурасимида сөз қилғучилар “йипәк йоли” тоғрисида тохталғанда, турпан, қәшқәр вә тәклимаканниң “йипәк йоли” ниң өткәллири икәнликини тилға елип өтти.
Йиғинниң соал-җаваб бөлүмидә корейәлик бир тәтқиқатчи йиғинда сөз қилғучиларниң доклатлирини аңлиғандин кейин, хитайниң “йеңи йипәк йоли пилани” ға түркийәлик тәтқиқатчиларниң иҗабий нуқтидин қарайдиғанлиқидин һәйран қалғанлиқини билдүрди. У корейәниң бу һәқтики қарашлириниң дәл әксичә икәнликини, йәни униңға сәлбий нуқтидин қарайдиғанлиқини оттуриға қойди. Йиғин башқурғучи профессор рагип кутай караҗа әпәнди буниңға җаваб берип, түркийәниңму бу пиланға иҗабий қаримайдиғанлиқини, әмма бәзи сәвәбләргә көрә тәрәддут ичидә қалғанлиқини ипадилиди.
Профессор рагип кутай караҗа әпәнди сөзини давам қилип мундақ деди: “хитай ширкәтлири башқа дөләтләр билән бирәр келишим түзүп сәрмайә салса һеч кимдин бир нәрсә сетивалмайду, ишчи-хизмәтчилири вә инженерлирини өзлири елип келиду шу сәвәбтин сәрмайә селинған дөләткә һеч қандақ пайдиси болмайду. Пакистан вә африқида буниң мисаллирини көрәләймиз, шуниң үчүн бу җәһәттә түркийәдиму иккилиниш болуватиду, әмма хитайниң ‛йеңи йипәк йоли‚ пиланиға иҗабий қараватқанларму йоқ әмәс, әлвәттә.”
Йиғинниң кейинки бөлүмлиридә бәзи тәтқиқатчилар хәлқаралиқ йипәк йоли вә уйғур мәсилиси тоғрисида тохталди. Улардин бири уйғур академийәсидин доктор пәрһат қурбан тәңритағли. У “йипәк йолиниң ана вәтини вә кәшпиятчилири тоғрисида йеңи мулаһизә” дегән темида, истанбул университетиниң оқутқучиси доктор фәрял қорқмас “йипәк йолидики қәдимки уйғурларниң тиҗарәт мунасивәтлири” дегән темида, истанбул университетиниң оқутқучиси доктор үмран яман “йипәк йоли өткәллиридин турпан шәһиригә бир қараш” дегән темиларда доклат тәқдим қилди.
Йиғинда йәнә шәрқий түркистан вәхпиниң баш катипи доктор өмәр қул пикир баян қилип, хитайниң “йеңи йипәк йоли пилани” ға райондики хәлқлириниң қарши чиқиватқанлиқини, пакистанниң гилгит, балочистан қатарлиқ қошна районлар хәлқлириниң қарши чиқиватқанлиқини, бу пиланниң мәзкур районлардики йәрлик хәлқләргә пайда елип кәлмәстин, бәлки хитайниң һәр җәһәттин сүмүрүшигә учрайдиғанлиқини билдүрди.
Биз бу йиғин тоғрисида пикир қарашлирини елиш үчүн йиғинда сөз қилған доктор әркин әкрәм билән сөһбәт елип бардуқ.
Доктор әркин әкрәм, өзиниң бу йиғинда оттуриға қойған нуқтиларни йиғинчақлап мундақ деди: “хитайниң йипәк йоли пилани, америка, һиндистан вә японийә қатарлиқ дунядики чоң күчләрни өз ичигә алмайду. Шуниң үчүн бу дөләтләр хитайниң бу пиланиниң әмәлгә ешишини халимайду. Хитайниң қуруқлуқтин әмәлгә ашурмақчи болған йеңи йипәк йоли пилани шәрқий түркистан, оттура асия, иран вә түркийәни өз ичигә алиду. Шәрқий түркистан йипәк йолида хитайниң чиқиш еғизи, бирақ бәзи мутәхәссисләр шәрқий түркистанниң муқимлиқи яки муқимсизлиқи хитайниң йипәк йоли пиланини әмәлгә ашуруш яки ашуралмаслиқиға бағлиқ дәп қарайдиғанлиқини билдүрмәктә. Мән бу йиғинда мушу мәзмунларни асас қилған һалда сөзләп өттүм.”
Биз йәнә бу йиғинда сөз қилған доктор пәрһат қурбан тәңритағли әпәнди билән сөһбәт елип бардуқ.
Доктор пәрһат қурбан тәңритағли әпәнди мақалисидә “йипәк йолиниң түгүни зади қәйәрдә, уни гүлләндүргүчиләр зади кимләр?” дегән соални асас қилип туруп, шәрқий түркистанниң йипәк йолиниң түгүни икәнликини, уни шәрқ вә ғәрбкә туташғучиларниң уйғурлар икәнликини оттуриға қойғанлиқини билдүрди.