1000-Йилида йүсүп хас һаҗип вә қутадғубилик дегән темида йиғин ечилди

Ихтиярий мухбиримиз арслан
2016.05.05
1000-yilida-yusup-xas-hajip-2.jpg

“1000-йилида йүсүп хас һаҗип вә қутадғубилиг” темисидики йиғиндин көрүнүш. 2016-Йили май, истанбул. RFA/Arslan

1000-yilida-yusup-xas-hajip-1.jpg

“1000-йилида йүсүп хас һаҗип вә қутадғубилиг” темисидики йиғиндин көрүнүш. 2016-Йили май, истанбул. RFA/Arslan

1000-yilida-yusup-xas-hajip.jpg

“1000-йилида йүсүп хас һаҗип вә қутадғубилиг” темисидики йиғиндин көрүнүш. 2016-Йили май, истанбул. RFA/Arslan

1000-yilida-yusup-xas-hajip-3.jpg

“1000-йилида йүсүп хас һаҗип вә қутадғубилиг” темисидики йиғиндин көрүнүш. 2016-Йили май, истанбул. RFA/Arslan

Мәркизи истанбулға җайлашқан түрк дуняси тәтқиқатлири вәхпиниң уюштуруши билән 1000-йилида йүсүп хас һаҗип вә қутадғубилик дегән темида йиғин ечилди. Йиғинда тарихшунас профессор доктор гүлчин чандарлиоғли ханим, профессор доктор султан мәхмут қәшқәрли, доктор йүсүп гедикли қатарлиқлар йүсүп хас һаҗип вә қутадғубилик тоғрисида сөз қилди.

Йиғинда алди билән түрк тарихчи профессор гүлчинчандарлиоғли ханим сөз қилип, йүсүп хас һаҗип яшиған дәвр вә җуғрапийә тоғрисида тохталди. Профессор гүлчин чандарлиоғли, йүсүп хас һаҗипниң һаяти тоғрисида толуқ мәлуматқа игә болалмиғанлиқимизни, униң һәққидики мәлуматларни, у язған абидә әсәр қутадғубиликтики кейин илавә қилинған мәлуматлардин билгәнликини ипадилиди.

Йүсүп хас һаҗипниң яхши илим тәһсил қилғанлиқи, язған әсиридин ениқ көрүнүп туридиғанлиқини ипадилигән гүлчинчандарлиоғли ханим, йүсүп хас һаҗип яшиған дәврдики, түрк, һинди, фарс вә әрәб милләтләрниң алимлири вә илим-мәрипәт вә пәлсәпидин толуқ хәвәрдар икәнликини вә булардин пайдиланғанлиқини билдүрди.

Гүлчин чандарлиоғли ханим, йүсүп хас һаҗипниң қутадғубиликни әйни дәврдики сиясий пайтәхт қәшқәрдә йезип тамамлиғанлиқини вә улуғ буғраханға тәқдим қилғанлиқини билдүрди.

Гүлчин чандарлиоғли ханим, уйғур елини зиярәт қилғанлиқини билдүрди вә йүсүп хас һаҗипниң қәбрисигә алақидар өзи тартип кәлгән сүрәтләрни көрситиш арқилиқ йүсүп хас һаҗипниң қәбриси вә қәшқәр тоғрисида тохталди.

Йиғинда сөз қилған профессор доктор султан мәхмут қәшқәрли әпәнди, йүсүп хас һаҗип вә қутадғубиликтики адаләт оқуми тоғрисида тохталди.

Султан мәхмут қәшқәрли мундақ деди: “йүсүп хас һаҗип шу дәврдики хәлқигә вә дөлитигә садиқ, мәсулийәтчан бир мутәпәккур, у қутадғубилик дегән надир әсиридә, ички маҗира вә иҗтимаий қалаймиқанчилиқ сәвәбидин етибарини йоқатқан дөләт аппаратини йеңи бир түзүм вә муқимлиққа йүзләндүрүшни, инсан һаятиниң мәнисини, инсанниң хәлқ вә дөләт ичидики вәзипилирини бәлгиләп, хәлқниң вә дөләтниң пәлсәписини бәрпа қилишни вә кәлгүсидә қурулидиған түрк дөлитиниң һөкүмдарлири, дөләт әрбаблири, лидәрлиригә қиммәт қараш, әхлақ вә сиясий нәзәрийәни худди бир асасий қанунға охшаш йезип қалдурушни мәқсәт қилған.”

Профессор султан мәхмут қәшқәрли әпәнди сөзидә йәнә, қутадғубиликтики адаләт оқуми тоғрисидики бир қанчә бейитни тәқдим қилди вә йүсүп хас һаҗип пүтүн бу бейитларда дөләтни әқиллиқ, билимлик, әхлақлиқ, қабилийәтлик инсанларниң йетәкчиликидә, адил қанун билән башқуруш керәкликини тәкитлигәнликини оттуриға қойди.

Профессор доктор султан мәхмут қәшқәрли, қутадғубилик дегән әсәрниң ортақ үч нуқтини асаси мәқсәт қилғанлиқини билдүрди вә мундақ деди: “биринчиси, дөләтни иқтисади җәһәттә һәр хил тәдбирләр билән күчләндүрүш. Иккинчиси, иқтисадий тәрәққиятқа охшаш һалда дөләтниң һәрбий күчини ашуруш, үчинчиси, әқилгә уйғун, адаләтлик қанунларни йолға қоюп, бу қанунларға дөләт әрбаблиридин аддий поқраларғичә һәр кимниң бой сунушини қолға кәлтүрүш.”

Йиғинда йәнә тарихшунас доктор йүсүп гедикли әпәнди сөз қилип, түрк тили идариси йүсүп хас һаҗип тоғрисида бир әсәр йезишни тәләп қилғанлиқини, бу әсәрни 2007-йили йезип тамамлиғанлиқини, әмма түрк тили идарисидики кадирларниң ихтилапи нәтиҗисидә бу әсәрниң һазирғичә нәшр қилинмиғанлиқини билдүрди.

Тарихшунас йүсүп гедикли әпәнди сөзидә алди билән йүсүп хас һаҗип дегән исим вә қутадғубилик дегән әсәр тоғрисида қисқичә тохталғандин кейин, қутадғубиликниң һазир мәвҗут болған әсли нусхилириниң һират, пәрғанә вә мисир нусхилириниң алаһидилики, чәтәллик вә түрк алимлар тәрипидин елип берилған тәтқиқатларда, әсәрниң түри, өлчими, тили вә услуби, түрк мәдәнийәт вә тарихи, җоғрапийсии, тил-әдәбияти, иҗтимаий вә сиясий җәһәттики вә шуниңға охшаш көплигән җәһәтләрдики алаһидиликлири тоғрисида тохталди.

Доктор йүсүп гедикли әпәнди сөзидә йәнә мундақ деди: “әҗдадлиримиз бизгә қалдуруп кәткән көп санда әсәрләр һәққидә тәтқиқатларни биринчи болуп чәтәлликләр елип барди. Қутадғубиликму шундақ болди, қолимиздики әсли нусхисини виянаға тартқузуп қойғанлиқимиз буниң бир испати, қутадғубилик тоғрисида тунҗи тәтқиқат 1825-йили чәтәлликләр тәрипидин елип берилди. Түркийәдә болса тунҗи тәтқиқат мақалә 1915-йили елан қилинди. Униң үстигә бу мақалиму тәрҗимә нусхиси иди.”

Йүсүп гедикли әпәнди қутадғубилик тоғрисида түркийәдики әң муһим тәтқиқатниң қазанлиқ түрколог ришит рәһмәт арат тәрипидин елип берилғанлиқини әскәртип өтти.

Сөз қилғучилар йиғин ахирида йиғин әһлиниң йүсүп хас һаҗип вә қутадғубилик тоғрисида сориған соаллириға җаваб бәрди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.