Әзәрбәйҗанда йүсүп хас һаҗипни хатириләш хәлқара йиғини чақирилди
2016.11.07
Әзәрбәйҗан мәдәнийәт вә саяһәт министирлиқи, хәлқара түрк мәдәнийити тәшкилати, түркийә-қазақистан ортақ университети болған әхмәт йәсеви университети, шәки валилиқи вә әзәрбәйҗан миллий кутупханиси бирликтә 2016-йили түрк дунясиниң мәдәнийәт пайтәхти елан қилинған әзәрбәйҗанниң шәки шәһиридә вә әзәрбәйҗанниң баку шәһиридә “йүсүп хас һаҗипни хатириләш йиғини” чақирилған.
Йүсүп хас һаҗип туғулғанлиқиниң 1000 йиллиқиға беғишлап өткүзүлгән йиғинға әзәрбәйҗан, қазақистан, македонийә вә түркийәдин кәлгән билим адәмлири вә җамаәт әрбаблири иштирак қилған.
31-Өктәбир күни бакуда, 11-айниң 2-күни шәкилдә өткүзүлгән хәлқара йүсүп хас һаҗипни хатириләш йиғинида, мәркизи әнқәрәдә турушлуқ хәлқара түркий милләтләр мәдәнийәт тәшкилати муавин баш катипи профессор доктор фират пулташ әпәнди, әзәрбәйҗан парламент әзаси ганирә пашайева ханим, түрк мәдәнийәт мираслири фонди башлиқи гүнай әфәндийева ханим, әхмәт йәсеви университети башқуруш һәйити рәиси муса йилдиз әпәнди, әзәрбәйҗан язғучилар җәмийити рәиси даңлиқ язғучи анар ризайеф әпәндиләр йүсүп хас һаҗипниң идийәси вә униң мираси һәққидә сөз қилған.
Йүсүп хас һаҗипни хатириләш йиғини җәрянида әзәрбәйҗан дөләт университети оқутқучиси профессор доктор рамиз аскәр әпәндиниң китаби тонутулған вә униңға түрксой тәрипидин тәсис қилинған “йүсүп хас һаҗип баласағуни медали” берилгән.
Йиғинда сөз қилған илим адәмлири йүсүп хас һаҗипниң түрк дунясиниң шәкиллинишигә зор төһпә қошқан алим икәнликини тәкитләшкән.
11-Айниң 2-күни түрк дунясиниң 2016-йили мәдәнийәт пайтәхти елан қилинған шәки шәһиридә өткүзүлгән йиғинда доклат бәргән вә “қутадғу билиг библийографийәси” намлиқ китабини тонутқан рамиз аскәр әпәнди йиғинда йүсүп хас һаҗип тоғрисида 15 илим адәминиң мәхсус доклат бәргәнликини баян қилип мундақ деди: “2-чесла әзәрбәйҗанниң шәки шәһиридә бир йиғин чақирилди. Йиғинниң исми ‛йүсүп хас һаҗип 1000 яшта‚ иди. Йиғин наһайити яхши өтти. 15 Әтрапида доклат аңлидуқ. Доклатларниң һәммиси қараханийлар дөлити, йүсүп хас һаҗип вә униң әсәри қутадғу билиг тоғрисида иди. Мәнму доклат бәрдим. Доклатим ахирлашқандин кейин, хәлқара түрк мәдәнийәт тәшкилати түрксойниң баш катип муавини фурат пулташ әпәнди түрксой тәсис қилған ‛йүсүп хас һаҗип баласағуни медали‚ ни маңа тақап қойди.”
Хәлқара түрк мәдәнийити тәшкилати баш катип муавини профессор доктор фурат пулташ әпәнди әзәрбәйҗанниң пайтәхти бакүда 10-айниң 31-күни, шәки шәһиридә 11-айниң 2-күни чақирилған “йүсүп хас һаҗип 1000 яшта” мавзулуқ паалийәтниң наһайити яхши өткәнликини баян қилип мундақ деди: “бу илмий муһакимә йиғини 2016-йили түрк дунясиниң мәдәнийәт пайтәхти дәп елан қилинған әзәрбәйҗанниң шәки шәһиридә өткүзүлди. Шәки шәһири интайин яхши саһибханилиқ қилди. Бу йил мунасивити билән биз тәсис қилған ‛йүсүп хас һаҗип медали‚ бар иди. Әзәрбәйҗанлиқ түрколог рамиз аскәр әпәнди докторлуқ илмий мақалисиниму йүсүп хас һаҗип һәққидә язған икән. Йүсүп хас һаҗип тоғрисида көп санда китаб вә мақалә язған бир киши. Йеқинда ‛қутадғу билиг библийографйәси‚ намлиқ бир китаб язған икән. Шуңа рамиз аскәргә шәки шәһиридики йиғинда йүсүп хас һаҗип медали бәрдуқ. Әзәрбәйҗанниң баку билән шәки шәһиридә өткүзүлгән йүсүп хас һаҗип 1000 яшта мавзулуқ хатириләш йиғини наһайити яхши өтти.”
У, 2016-йили, қутадғу билиг намлиқ китабниң язғучиси, улуғ алим, мутәпәккур йүсүп хас һаҗип йили дәп елан қилинғандин кейин, дуняниң һәр қайси җайлирида хатириләш паалийәтлири өткүзүлгәнликини баян қилип мундақ деди: “2016-йили түрксой тәрипидин йүсүп хас һаҗипниң туғулғанлиқиниң 1000 йиллиқи мунасивити билән ‛йүсүп хас һаҗип йили‚ дәп елан қилинди. Шуниң билән бу йил пүтүн түркий милләтләр үчүн ортақ тарихий мирас һесаблинидиған йүсүп хас һаҗипқа беғишланди. 2016-Йили ичидә нурғун дөләт вә районларда йүсүп хас һаҗипни хатириләш йиғини өткүзүлди. Қирғизистандин кәлгән көп санда сиясәтчи вә сәнәтчиләрниң иштирак қилиши билән истанбулда ечилиш йиғини өткүзүлди. Арқидин түрк мәдәнийәт тәшкилати түрксойға әза қазақистан, қирғизистан, әзәрбәйҗан, шималий сейпрус түрк җумһурийити вә түркийә қатарлиқ дөләтләрдин сирт, македонийә қатарлиқ дөләтләрдиму йүсүп хас һаҗипни хатириләш паалийити өткүзүлди. Йүсүп хас һаҗип язған қутадғу билиг намлиқ әсәр, қазақистан түрк академийәси тәрипидин түркий тилларға тәрҗимә қилинип нәшр қилинди. Йүсүп хас һаҗип туғулған җай-бүгүнки қирғизистанниң тоқмақ дегән җайида йепилиш мурасими өткүзүлди.”
Хәлқара түрк мәдәнийити тәшкилати баш катип муавини фират пулташ әпәнди йүсүп хас һаҗипни қәшқәрдики қәбриси бешида хатириләшни арзу қиливатқанлиқини баян қилип мундақ деди: “әлвәттә, бизниң йәнә бир арзуйимиз йүсүп хас һаҗипниң қәбриси бар қәшқәр шәһиридә түрк дунясиниң зиялийлири билән бирликтә қәшқәрдики университет оқутқучилириниң иштирак қилиши билән улуғ алим йүсүп хас һаҗипни хатириләш иди. Әмма йил бешида тәләп қилған болсақму, техичә бир җаваб кәлмиди. Лекин техи вақтимиз бар, бир җаваб кәлсә, йил ахириғичә қәшқәрдә хатириләш паалийити өткүзүшимизму мумкин.”