2016-Йили “йүсүп хас һаҗип йили” дәп елан қилинди
2015.12.07

Уйғурларни өз ичигә алған түркий хәлқләрниң 11-әсирдә яшиған бүйүк мутәпәккур шаири йүсүп хас һаҗип туғулғанлиқиниң 1000-йиллиқи мунасивити билән 2016-йили йүсүп хас һаҗип йили дәп елан қилинған. Қирғизистан дөлитиниң тәклипи билән 26-ноябир күнидин 28-ноябир күнигичә түркмәнистанниң мари шәһиридә өткүзүлгән 33-нөвәтлик түркий дөләтлири мәдәнийәт министирлири йиғинида бу қарар қобул қилинған.
Түркийәдә чиқиватқан “дуня бүлтәни” гезитидики хәвәргә асасланғанда, мәзкур йиғинға қатнашқан қирғизистан мәдәнийәт, ахбарат вә саяһәт министири алтинбәк мақсутовниң тәшәббус қилиши билән, мәркизи түркийәгә җайлашқан хәлқара түркий милләтләр мәдәнийәт тәшкилати башлиқи дусән күсәнов әпәнди буни мәзкур тәшкилатқа әза дөләтләргә җакарлиған. Булардин башқа әзәрбәйҗанниң шәки шәһирини 2016-йилидики түрк дунясиниң күлтүр пайтәхти дәп елан қилған.
Биз йүсүп хас һаҗип йили тоғрисидики көз қаришини игиләш үчүн тонулған түрколог, профессор әхмәт биҗан әрҗиласун әпәнди вә һаҗәттәпә университети оқутқучиси доктор әркин әкрәмләр билән сөһбәт өткүздуқ.
Профессор әхмәт биҗан әрҗиласун йүсүп хас һаҗипниң әсириниң әһмийити тоғрисида тохтилип мундақ деди:
“йүсүп хас һаҗипниң әсири ‛қутадғу билик‚ түркләрниң исламийәтни қобул қилғандин кейинки әдәбиятиниң тунҗи бүйүк әдәбий әсиридур. Мәзкур әсәрниң йәнә бир муһим тәрипи сиясәтнамә болушидур. Сиясәтнамә дегән вақтимизда бүгүнки нурғун илим саһәсини өз ичигә алиду. Мәсилән сиясәтшунаслиқ, дөләт башқуруш, хәлқара мунасивәтләр, җәмийәтшунаслиқ вә психологийә қатарлиқларға охшаш. Йәни, түркләрниң сиясий көз-қаришини өз ичигә алиду. Китабта түркләрниң дөләт башқуруши оттуриға қоюлған. Мәсилән бу һәқтә ‛қутадғу билик‚ тә нурғун мақал-тәмсилләрму бар. Бу әсәрдики дөләт башқуруш сәнити көк түрк дөлити мәзгилиниму өз ичигә алған. Дөләт рәһбири болушниң шәртлири, биринчиси адил болуши, иккинчиси қәһриман болуши, үчинчи шәрти билимлик болушидин ибарәт. Йүсүп хас һаҗип бу әсәрни язғандин кейин шәрқий қараханийлар дөлитиниң хақаниға бериду. У заманда қараханийлар дөлитиниң чеграси, шәрқий түркистанниң кучар дегән җайиғичә йетип барған иди.‛қутадғу билик‚ у, мәзгилдә уйғур йезиқи билән йезилған 6645 мисралиқ бир әсәр иди. Буни хақанийә әдәбий тилиниң қанчилик бай бир тил икәнликини көрситип бериш үчүнму муһим әһмийәткә игә дәп ойлаймән.
Профессор әхмәт биҗан әрҗиласун әпәнди йүсүп хас һаҗипниң қайси түркий қовмдин икәнлики тоғрисида мәлумат берип мундақ деди:
“йүсүп хас һаҗип, мәхмут қәшқири һәммиси омумий җәһәттин пүтүн қовмларни түрк дәп атайду. У йилларда түркләр 20 қовмдин тәшкил тапқан дәп язиду. Әң ғәрбтики қипчақ вә оғузлардин тартип, қирғизлар, уйғурлар вә қарлуқлар һәққидә тохтилиду. Әмма, қараханийлар дөлитиниң мәркизидики қовмлар қарлуқлар, чигилләр, яғмалар вә тоқсилар иди. яғмалар чоң еһтимал уйғурларниң бир қәбилиси иди. Шуңа йүсүп хас һаҗипниң теги яғма, қарлуқ яки чигил болуши мумкин. Чүнки өзи әсәрлиридә қайси түркий қовмдин икәнликини йезип қалдурмиған. Ишләткән тилини түркчә дәп атиған. У, мәзгилдә түрк аталғуси пүтүн түркий қовмларниң омумий исми иди. Шуниңға ениқ бир нәрсә дейиш қейин.
Тонулған түрколог, профессор ахмәт биҗан әрҗиласун йүсүп хас һаҗип йилини тәбрикләшниң әһмийити тоғрисида тохтилип мундақ деди:
“буниң әһмийити шуки, бизниң 1000 йил бурунқи бир мутәпәккуримизни хатирилишимиз, түркләрниң өз тарихидин пәхирлиниши билән бирликтә тарихтин савақ елиши үчүн интайин әһмийәтлик дәп қараймән. 2016-Йили ичидә түркийәдә оттура асия түркий җумһурийәтлиридә вә дуняниң һәрқайси җайлирида йүсүп хас һаҗип вә униң әсәрлири тоғрисида илмий муһакимә йиғинлири чақирилиду. Бу мунасивәт билән шәрқий түркистанниң һазирқи вәзийитиму күн тәртипкә кәлгән болиду.
Қәдимки түрк тарихи оқутқучиси доктор әркин әкрәм әпәнди йүсүп хас һаҗипниң етник кимлики тоғрисида мәлумат бәрди.
“дуня бүлтәни” тор гезитидә 12-айниң 6-күни елан қилинған хәвәргә асасланғанда, мәркизи әнқәрәдә турушлуқ “түрксой”, йәни “хәлқара түрк мәдәнийәт тәшкилати”ға әза дөләт вә районлар болса, оттура асия түркий җумһурийәтлири вә русийә федератсийәси ичидики түркий аптоном районлар болуп, 2016-йили, йәни йүсүп хас һаҗип йили мәзкур дөләт вә районларда һәр хил паалийәтләр билән хатирилинидикән.