Зәйтинбурнуда шәрқий түркситан кечилики паалийити өткүзүлди

Ихтиярий мухбиримиз арслан
2013.09.27


2013 _ Йили 25 - синтәбир чаршәнбә күни истанбулдики шәрқий түркистан көчмәнләр җәмийитиниң уюштуруши билән зәйтинбурну мәдәнийәт - сәнәт залида, шәрқий түркистан кечилики паалийити өткүзүлди.

Бу паалийәттә қазақ түрклириниң түркийигә қачан вә қандақ көчүп кәлгәнлики, көчмәнләрниң йол вә тағ - даванларни ешиш җәрянида тартқан җапа - мушәққәтлири аңлитилди вә қазақларниң өрп - адәт, мәдәнийәтлири вә нахша - усул сәнәтлири намайән қилинди.

Истанбулниң зәйтинбурну наһийилик һөкүмәтниң уюштуруши билән һәр йили бир қетим өткүзүлүп келиватқан мәдәнийәт тонуштуруш күнлири намлиқ паалийәтниң 10 - қетимлиқи бу йил 16 - синтәбир башланған болуп һәр күни бир тәшкилат өзлири яшаватқан юрт вә хәлқиниң өрп - адәт мәдәнийәтлирини тонуштуруп паалийәт көрситип кәлмәктә.

Бу мунасивәт билән зәйтинбурну мәдәнийәт - сәнәт залида өткүзүлгән “шәрқий түркистан кечилики” намлиқ паалийәткә, зәйтинбурну шәһәр башлиқи мурад айдин, муавин шәһәр башлиқи иляс сака, гөкхан қасап, зәйтинбурну наһийә һакими уфуқ сәчилмиш, зәйтинбурну сақчи башлиқи мәһмәт яшар, һәрбий қисим зәйтинбурну шөбә башлиқи генирал ели қулиачиқ, адаләт вә тәрәққият партийиси зәйтинбурну шөбә башлиқи баһаддтин унвәр, җумһурийәт хәлқ партийиси зәйтинбурну шөбә башлиқи мәтин доған, милләтчи һәрикәт партийиси зәйтинбурну шөбә башлиқи фәтһи әһмәт алпарслан, саадәт партийиси зәйтинбурну шөбә башлиқи кәмал хәйирли оғли, зәйтинбурнудики шәрқий түркистан аммивий тәшкилатларниң мәсуллири вә көп санда қазақ, уйғур, түркләр қатнашти.

Паалийәт башлиништин илгири полу билән зияпәт берилди. Паалийәттә, явро асия түрк җәмийәтләр бирләшмисиниң рәиси исмаил чингиз, қазақларниң 1934 - йилидин башлап уйғур дияридин һиҗрәт қилип, түркийигә қандақ көчүп кәлгәнлики, уларниң узун мусапилиқ йол, игиз - тағ даванларни ешиш җәрянида учриған қийинчилиқ вә җапа мушәққәтлири тоғрисида рәсим силайд көрситиш арқилиқ чүшәндүрүп өтти.

Паалийәттә зәйтинбурну шәһәр башлиқи мурад айдин, шәрқий түркистан көчмәнләр җәмийитиниң рәиси яқупҗан, зәйтинбурну наһийә һакими уфуқ сәчилмиш әпәндиләрниң ечилиш нутиқи билән башланди.

Яқупҗан сөзидә бирлик вә баравәрлик тоғрисида тохталди вә шәрқий түркистан көчмәнләр җәмийити, хитай зулуми астидики шәрқий түркистанниң авази болушни давам қилидиғанлиқини ипадилиди вә һәмшәһәрлиримизни бир йәргә җәм қилип, бу гүзәл паалийәтни орунлаштурушқа шараит яритип бәргән шәһәр башлиқи мурад айдинға тәшәккүр ейтимиз, деди. Бу йәрдики бирлик, шәрқий түркистан, зәйтинбурну вә истанбулдики бирликимизни көрситиду. Бир милләт чоқум мәдәнийәт - өрп адәтлирини қоғдаш билән мәвҗутлуқини сақлап қалиду, деди.

Яқупҗан йәнә мундақ деди:

- Һәммимизгә мәлум болғандәк мәдәнийәт, бир милләтниң, бир хәлқниң бир дөләтниң әң муһим хәзинисидур. Бир милләтниң мәвҗутлуқини сақлап қалған, униң тарихи, мәдәнийити вә қиммәтлик қарашлиридур. Тарихи, мәдәнийити вә миллий қиммәтлиригә игә чиқмиған бир милләт йоқ болушқа мәһкүмдур. Әгәр бир милләт мәдәнийитини гүлләндүргән болса, у милләт мәвҗутлуқини давам қилиду, дегәнликтур. Мәдәнийәтләр оттурисидики достлуқ, мәдәнийәтләр оттурисидики һәмкарлиқ, у хәлқләрниң ислаһати вә тәрәққиятиға түрткә болиду, муһим болғини, бирлик вә баравәрлик ичидә мәдәнийәт билән яшаш вә мәдәнийәтни гүлләндүрүштур вә кәлгүси әвладларға өзләштурмәктур. Мән бу кичилик паалийәтниң, миллитимизгә, түркийигә, түрк ислам дунясиға хусусән хитай ишғал астида яшаватқан шәрқий түркистанлиқ қериндашлирим үчүн хәйирлик вә пайдилиқ болушиға васитә болушни арзу қилимән. Һәммиңларға рәһмәт ейтимән.

Паалийәттә сөз қилған зәйтинбурну шәһәр башлиқи мурад айдин, зәйтинбурнуда балқанлардин оттура асияғичә кәң бир җуғрапийидин келип топлашқан инсанларниң мәвҗут икәнликини билдүрди вә түрк дунясиниң охшимиған җуғрапийилиридин кәлгән инсанлар яшаватқанлиқини, бу зәйтинбурнуниң башқа шәһәрләргә охшимайдиған пәрқлиқ алаһидликилиридин бири икәнликини, бу алаһидлик билән зәйтинбурну, һәм түркийә һәм түрк дуняси үчүн кичик бир үлгә икәнликини билдүрди вә буниң әң яхши өрники бу кечидики “шәрқий түркистан кечилики” паалийити икәнликини билдүрди.

Мурад айдин сөзидә йәнә, зәйтинбурну шәһириниң, бир қанчә қетим хәлқаралиқ шәрқий түркистан йиғинлириға саһибханлиқ қилғанлиқини, шәрқий түркистандин түркийигә көчүш җәряни тоғрисида мәхсус 6 қсимлиқ “сүргүн вә өлүм” намлиқ һөҗҗәтлик филим ишләп чиққанлиқини, шәрқий түркистан давасини қоллап қуввәтләп келиватқанлиқини, хизмәт - паалийәтләрдә шәрқий түркистан җәмийәтлири билән йеқиндин һәмкарлишип келиватқанлиқини ипадилиди.

3 Саәт давам қилған бу паалийәттә қазақчә, уйғурчә, түркчә нахшилар оқулди. Түрк дуняси сәнәтчиси бунямин ақсүнгүр вә түрк авази сәнәт үмикиниң орунлишида уйғурчә, қазақчә, қирғизчә вә түркчә нахша - музикилар тәқдим қилинди.

Түрк сәнәтчи бунямин ақсүнгүр вә униң гуруписи сәһнидә уйғурчә кийим кәйгән болуп, гүзәл түркистан қатарлиқ бир қанчә парчә уйғурчә нахша - музика тәқдим қилди.

Бу паалийәт 16 _ синтәбир башланған болуп 4 - өктәбиргичә 20 күн давам қилидикән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.