Докторант мәрйәм султан: апамниң авазини аңлидим, әмма лагердин қоюп берилгәнликигә гуманим бар

Мухбиримиз шөһрәт һошур
2019.03.18
meryem-sultan-anisi-aygul-sultan-thum.jpg Әнқәрә университетиниң магистир аспиранти мәрйәм султанниң аниси айгүл султан.
Meryem Sultan teminligen

Өткән йили 10-айдин башлап, иҗтимаий ахбарат васитилири арқилиқ, лагердики аписиниң из-дерикини қиливатқан әнқәрә университетниң доктор аспиранти мәрйәм султан, бу йил 1-айда үндидардин аписиниң авазини аңлашқа мувәппәқ болған. Униң анисиниң авазини аңлишиға оттурида васитичилик рол ойниған бир дости, униңға аписиниң мәктәптин чиққанлиқини баян қилған болсиму, әмма аписи униң видеолуқ көрүшүш тәлипини рәт қилған вә бирқанчә қетим үндидарда сөзләшкәндин кейин, мәрйәм султанни үндидардин тәкрар чиқиривәткән. Нөвәттә мәрйәм султан аписиниң лагерда яки өйидә икәнликидин йәнила хәвәрсиз.

“йиғивелиш лагерлири” вәзийитиниң диққәтни әң тартидиған бир нуқтиси, бу лагерға әкетилгәнләрдин, һазирға қәдәр чәт дөләт пуқралиридин башқа, қоюп берилгәнләрниң асасән дегүдәк болмаслиқидур. Илгирики ениқлашлиримиз давамида саламәтликидә еғир мәсилә көрүлгәнләрдин бирқанчисиниң қоюветилгәнлики ашкариланған. Әмма қәшқәрдики бир лагер сақчиси, лагерда тутқунларниң саламәтликидә мәсилә көрүлсә, аввал лагерға тәвә давалаш орнида давалинидиғанлиқи, әгәр еғиррақ болса аилисигә қайтурулидиғанлиқи вә яхшиланған һаман лагерға қайтурулуп әкелидиғанлиқини паш қилған. Алдинқи һәптә хәлқара аяллар күни мунасивити билән ғайиб аниси һәққидә баянат елан қилған, әнқәрә университетиниң доктор аспирант мәрйәм султан, өз баянатида, арилиқта аниси айхан султан билән бир қанчә рәт сөзләшкәнлики тилға елинған.

Мәрйәм султан арилиқта аниси билән бирқанчә рәт сөзлишишкә мувәппәқ болалишиниң җәряни вә сәвәби һәққидә тохталди.

Һазирға қәдәр муһаҗирәттики актип паалийәтчиләрдин халмурат уйғурниң ата-аниси вә таһир мутәллип қаһириниң дадисиниң, уларниң актип паалийәтлири сәвәблик қоюп берилгәнлики мәлум болған иди. Әгәр мәрйәм султаниң пәрәзлиридин кейинкиси тоғра болса, у, муһаҗирәттики уйғурлар арисида, хитайға қарши актип паалийити арқилиқ, ата-аниси билән көрүшүшкә мувәппәқ болғанлиқи ашкариланған 3 ‏-киши болуп һесаблинидикән.

Юқиридики аваз улинишидин программиниң тәпсилатини аңлиғайсиләр.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.