Илида бир һәптә давамлашқан ямғур арилаш қар деһқанларни ғәмгә салди
2016.11.17

Хитайниң һөкүмәт таратқулирида тәңритеғиниң шималий районлирида соғуқ еқимниң тәсиридә ямғур арилаш қар апити көрүлгәчкә районда қатнаш тохтап деһқан-чарвичиларниң апәткә учриғанлиқи хәвәр қилинғандин кейин, или районидики йеза-кәнтләргә телефон қилип әһвал игилидуқ. Или деһқанлириниң билдүрүшичә, илида бир һәптә давамлашқан ямғур арилаш қар вә һөкүмәтниң апәткә қарита җиддий тәдбир қолланмаслиқи деһқанларни ғәмгә салған.
10-Ноябирдин башлап уйғур дияриниң шималидики алтай, чөчәк, или вә санҗи, қаримай қатарлиқ җайларда сибирийә соғуқ еқиминиң тәсиридә қар-ямғурлуқ һава райи һадисиси көрүлди. Бир һәптә давамлашқан ямғур арилаш қар вә шивирғанлиқ қар апитидә адәм өлүш һадисиси көрүлмигән болсиму, әмма иқтисадий җәһәттин зиян еғир болғанлиқи мәлум.
Хитайниң һөкүмәт таратқулири 17-ноябир күни уйғур аптоном районлуқ һөкүмәт ишханисиниң мәлуматидин нәқил елип бәргән хәвиридә, 7 күндин буянқи қар-ямғурлуқ һава килиматида 10 миңға йеқин аһалә апәткә учрап, қатнаш түгүнлиридики йолучилардин 100 дин артуқ адәм йөткәп орунлаштурулғанлиқини, 900 гә йеқин туралғу өй охшимиған дәриҗидә зәхимигә учрап, биваситә иқтисадий зиянниң 25 милйон сомға йәткәнликини хәвәр қилди.
Хитайниң хәлқ ториниң җайлардики апәтниң әһвали һәққидики хәвиридә, алтай вилайитиниң көктоқай наһийиси, чөчәкниң толи, дөрбилҗин наһийилири, илиниң тәлки тағлири, ғулҗа наһийиси вә қаримай шәһири қатарлиқ җайларда бир һәптидин буян ямғур арилаш қар, шивирғанлиқ қар апити йүз берип, алтайниң көктоқай наһийиси, тәлкә тағлири қатарлиқ қисмән җайларда қарниң қелинлиқи 1 метирға йәткәнлики вә нөлдин төвән 19, 20 градослуқ төвән температура сәвәблик, қар тазилаш, йолларни раванлаштуруш тәслишип бәзи йол бөләклиридә қатнаш тохтиғанлиқи хәвәр қилинди.
Хитайниң һөкүмәт таратқулирида уйғур район даирилириниң апәттин қутқузуш тәдбирлирини еливатқанлиқи хәвәр қилинған болсиму, әмма или районидин радийомиз зияритини қобул қилған уйғурлар, һөкүмәт таратқулирида асасән узун йоллуқ қатнаш йол түгүнлиридики районларниң қар апитигә учраш вә қутқузуш тәдбирлири һәққидики хәвәрләр берилип, охшаш апәткә учраватқан йеза-кәнт, қишлақлардики деһқан-чарвичиларниң апәткә учраш әһвали һәққидә һөкүмәт даирилири һазирға қәдәр тәкшүрүшни башлимиғанлиқи үчүн таратқулардиму бу һәқтики хәвәрләрниң берилмигәнликини билдүрди.
Илида бир һәптидин буян давамлишиватқан ямғур арилаш қар апити һәққидә тохталған бир ханим, 11-ай кириши биләнла башланған қар арилаш ямғур вә температуриниң туюқсиз төвәнлиши сәвәблик деһқанлар арисида бу йил яз пәслидә или диярида көрүлгән ямғур вә кәлкүн апитидики зиянларниң қайта тәкрарлинишидин әнсирәйдиған йәнә бир қетимлиқ җиддий кәйпиятниң барлиққа кәлгәнликини билдүрди.
Бу ханим йәнә, ямғур арилаш қар давамлишиватқили бир һәптә болған болсиму, радийо, телевизийә қатарлиқ һөкүмәт таратқулирида деһқан-чарвичиларниң апәткә учраш әһвали һәққидики хәвәрләр һазирға қәдәр берилмигәчкә, өзи вә қолум-қошнилириниң апәтниң зийини һәққидики мәлуматлардин хәвәрсиз икәнликини билдүрди.
Или деһқанлиридин зияритимизни қобул қилған бирәйлән, қар апитиниң деһқанларни йәнә ғәмгә салғанлиқини билдүрүп, етизлардики буғдай, қонақ қатарлиқ һосуллар йиғивелинған болсиму, әмма уда бир һәптә давамлашқан ямғур арилаш қар сәвәбидин наһийә, шәһәр базарлирини қишлиқ көктат билән тәминләш үчүн парник ясап көктатчилиқ қиливатқан вә етизлириға йесивиләк, сәвзә, қизилча қатарлиқларни териған деһқанларниң иқтисадий зийининиң еғир болғанлиқини, әмма йеза -кәнтләрдә һазирға қәдәр деһқанларниң зийини һәққидә мәхсус тәкшүрүш елип берилмиғанлиқини билдүрди.
Биз или йезилиридики қар апити кәлтүргән зиянниң әһвалини һөкүмәт даирилиридин игиләш үчүн, бирқанчә йеза-кәнтләрниң ишханилириға телефон қилған болсақму, әмма телефонимиз җавабсиз қалди, яки уланған телефон үзүветилди.