Норвегийә пайтәхти ослода бейҗиң олимпикини байқут қилиш намайиши өткүзүлди

Ихтиярий мухбиримиз уйғурай
2021.06.24
Норвегийә пайтәхти ослода бейҗиң олимпикини байқут қилиш намайиши өткүзүлди Норвегийә пайтәхти осло шәһиридә 2022-йиллиқ бейҗиң қишлиқ олимпик тәнһәрикәт мусабиқисини байқут қилиш вә униңға наразилиқ билдүрүш үчүн өткүзүлгән намайиштин көрүнүш. 2021-Йили 23-июн.
RFA/Uyghur'ay

6-Айниң 23-күни норвегийә пайтәхти осло шәһиридә 2022-йиллиқ бейҗиң қишлиқ олимпик тәнһәркәт мусабиқисини байқут қилиш вә униңға наразилиқ билдүрүш намайиши өткүзүлгән. Намайишни норвегийә уйғур комитети тәшкиллигә.

Норвегийә пайтәхти ослода өткүзүлгән мәзкур намайишқа норвегийә уйғур комитетидин башқа норвегийә тибәт комитети вә норвегийә хоңкоң комитети қатарлиқ тәшкилатларму қатнашқан болуп, намайиш җәрянида һәрқайсий тәшкилатларниң мәсуллири сөз қилған.

Бу намайиш ослодики норвегийә олимпик бинасиниң алдида өткүзүлгән болуп, җиддий шәкилдә елип берилған бу намайишқа норвегийәниң йәрлик хәлқлириму иштирак қилған.

Норвегийә пайтәхти осло шәһиридә 2022-йиллиқ бейҗиң қишлиқ олимпик тәнһәрикәт мусабиқисини байқут қилиш вә униңға наразилиқ билдүрүш үчүн өткүзүлгән намайиштин көрүнүш. 2021-Йили 23-июн.

Намайиш башлиниш алдида нәқ мәйдандин радийомиз зияритини қобул қилған норвегийә уйғур комитетиниң һәйәт әзаси сәмәт абла әпәнди намайиш тоғрилиқ тәпсилий мәлумат бәрди.

Мәлум болғинидәк, 1894-йили 6-айниң 23-күни қурулған хәлқара олимпик комитети 1987-йилиға кәлгәндә 23-июн күнини “хәлқара олимпик күни” дәп бекиткән. Шуниңдин буян һәр қайси әлләрдә олимпик комитетлири бу күнни түрлүк шәкилдики паалийәтләр арқилиқ хатириләп кәлмәктә.

Намайиш җәрянида норвегийә уйғур комитетиниң мәсуллиридин бәхтияр өмәр әпәнди билән пәрһат яқуп әпәндиму зияритимизни қобул қилип, намайиш һәққидә мәлумат бәрди.

Бейҗиң даирилири саһибханлиқ қилмақчи болған 2022-йиллиқ қишлиқ олимпик тәнһәркәт йиғини “ирқий қирғинчилиқ олимпики” дәп атиливатқан болуп, уни байқут қилиш вә униңға қарши туруш үчүн һәр қайси әлләрдә бир туташ вә кәң көләмлик наразилиқ намайишлири елип берилмақта.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.