3-Қетимлиқ “робот көргәзмиси” паалийити истанбулда өткүзүлди

Ихтиярий мухбиримиз еһсан
2021.09.21
3-Қетимлиқ “робот көргәзмиси” паалийити истанбулда өткүзүлди Түркийәдики “UyghurSTEM гурупписи” ниң орунлаштуруши билән өткүзүлгән уйғур яш-өсмүрләрниң 3-қетимлиқ робот көргәзмисирдин бир көрүнүш. 2021-Йили 19-сентәбир. Истанбул, түркийә.
RFA/Erkin Tarim

19-Сентәбир күни, түркийәдики “UyghurSTEM гурупписи” ниң орунлаштуруши билән уйғур яш-өсмүрләрниң 3-қетимлиқ робот көргәзмиси истанбул сиясәт, иқтисад вә җәмийәт тәтқиқат институти(SETA) ниң йиғин залида дағдуғилиқ өткүзүлди.

UyghurStem-Robot-Korgezmisi-2021-01.jpg

Мәзкур паалийәткә түркийәдики уйғур пәрзәнтлири, ата-анилар, тәшкилат мәсуллири вә уйғур зиялийлири қәдәм тәшрип қилди.

Паалийәттә “UyghurSTEM гурупписи” ниң робот вә компютер билимлири курсидин оқуғучилар өзлири ясап чиққан техника әсәрлирини тонуштурди.

Уйғур өсмүрлирини елим-пән вә техника җәһәттин тәрбийәләшниң муһимлиқи уйғур зиялийлири тәрипидин тәкитлинип кәлмәктә.

UyghurStem-Robot-Korgezmisi-2021-02.jpg

Мәзкур паалийәткә қатнашқан уйғур академийәсиниң рәиси пәрһат қурбан тәңритағли әпәндим зияритимизни қобул қилип, паалийәткә қатнашқан ата-аниларниң бу паалийәтниң әһмийитини чоңқур һес қилғанлиқидин сөйүнгәнликини, бу хил паалийәтләрниң яш өсмүрләрниң өсүп йетилиши үчүн интайин пайдилиқ икәнликини, бу хил паалийәтләрниң техиму көп өткүзүлүши үчүн тиләкдаш икәнликини ейтти.

Түркийәдики “UyghurSTEM гурупписи” уйғурлар арисида тәбиий пән, техника қизғинлиқини қозғаш, яш-өсмүрләр арисида робот, вә илим-пән билимлирини омумлаштуруш мәқситидә 2019-йили мәмтимин нуридин тәрипидин қурулған болуп, қурулғандин етибарән STEM маарипи әндизиси бойичә компютер, робот, программа тиллири, математика, физика вә башқа тәбиий пәнләр бойичә оқуғучиларға дәрс берип кәлмәктә. “UyghurSTEM гурупписи” қурулғандин буян компютер программа тиллири вә робот дәрслири бойичә, 350 кә йеқин оқуғучи тәрбийәлигән. “UyghurSTEM гурупписи” ниң қурғучиси мәмтимин нуридин зияритимизни қобул қилип, паалийәтлири һәққидә тәпсилий мәлумат берип мундақ деди:

UyghurStem-Robot-Korgezmisi-2021-03.jpg

“биз давамлиқ һалда тәбиий пән, математика, компютер программа билимлири һәққидә балиларни асас қилған, чоңларниму өз ичигә алған дәрс вә паалийәтләрни орунлаштуруп, уйғур өсмүрлири үчүн билим, техника өгинидиған вә ортақлишидиған бир супа шәкилләндүрүшкә тиришимиз. Биз робот вә программа тиллири өгиниш қизғинлиқини уйғур балилар арисида бир еқим һалитигә кәлтүрүшкә, тәбиий пән дәрслиримиз арқилиқ илим-пән һәвәскарлирини көпәйтишкә, техника көргәзмилиримиз арқилиқ балилар өзлирини намаян қилидиған сәһнә һазирлап беришкә тиришиватимиз.”

UyghurStem-Robot-Korgezmisi-2021-04.jpg

Мәзкур паалийәттә әсәрлири көргәзмә қилинған яш өсмүрләрдин UyghurSTEM компютер программа тиллири вә робот курсиниң оқуғучиси зәһра зияритимизни қобул қилип, паалийәт һәққидики тәсиратлирини биз билән ортақлашти.

Уйғур зиялийлири муһаҗирәттики уйғурларниң техника вә елим-пән җәһәттин тәрбийәлинишиниң, уйғурларниң нөвәттики сиясий әһвалиға һәл қилиш чариси тепиш вә уйғурларниң миллий мәвҗутлуқини қоғдаш җәһәттин интайин муһим икәнликини тәкитләп кәлмәктә.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.