Қазақистанлиқ пешқәдәм уйғур маарипчи вә музика йетәкчиси әзиз турдийеф аләмдин өтти

Мухбиримиз гүлчеһрә
2020.03.24
eziz-turdiyef.jpg Қазақистанлиқ пешқәдәм уйғур маарипчи вә музика йетәкчиси мәрһум әзиз турдийеф әпәнди.
Photo: RFA

Қазақистанниң әмгәкчи қазақ наһийиси байсейит йеза уйғур мәктипиниң дәм елишқа чиққан 40 йиллиқ пешқәдәм оқутқучиси, йеқинқи йиллардин буян “йәттәсу уйғур музика мәктипи” дә музика йетәкчиси болуп, уйғур өсмүрлирини йетиштүрүп келиватқан музика устази әзиз турдийеф әпәнди 2020-йили 20-март күни 78-йешида вапат болған.

Әзиз турдийеф қазақистанниң уйғурлар әң зич олтурақлашқан алмута вилайити байсейит йезисида 1942 йили 10-айда туғулған. У қазақистанниң уйғур маарипи саһәсидә 40 йил оқутқучилиқ қилип ишлигинигә қаримай, пенсийигә чиққандин кейин, йәни 2016-йили сентәбирдин башлап әнгилйәдики агахан фондиниң һавалиси билән байсейитта қурулған “йәттису музика мәктипи” ниң оқутуш хизмәтлиригә йетәкчилик қилған. У яшинип қалғиниға қаримай яш шагиртлириға қаттиқ тәләп қоюп, әстайидил тәрбийиләп келиватқан иди. Униң 20-март күни кесәл сәвәби билән вапат болуши қазақистандики уйғурларни мусибәткә чөмдүргән.

Мәрһум устаз әзиз турдийев көп қирлиқ сазәндә вә музика иҗайәтчиси болуп, у дутар, тәмбүр, сатар қатарлиқ түрлүк уйғур чалғулириға маһир сазәндә вә муқам устиси иди. У бир өмүр қазақистандики уйғур маарипи, мәдәнийәт вә иҗтимаий һаятида муһим рол ойнап кәлгән иди. У өзи туғулуп өскән меһри иссиқ юртиға болған чоңқур муһәббитини йеши 70 тин ашқанда орундиған “байсейит” намлиқ иҗадий нахшиси билән ипадә қилған иди.

Радийомиз “йәттәсу уйғур музика мәктипи” йеңи қурулған чағда, йәни 2016-йили ноябирда әзиз акини зиярәт қилған иди. Шу вақитта у тәрбийәләшкә башлиған нотилар уйғур әнәниви сазлирини әмдила өгинишкә киришкән иди.

Һалбуки, икки йилға йәтмигән вақитта әзиз акиниң бу оқуғучиларға иҗтиһат билән музика өгитиши, болупму йәрлик уйғур хәлқиниң музика пәдилири вә аһаңлири һәмдә уйғур муқамлирини зерикмәй өгитиши нәтиҗисидә бу нотилар тунҗи бәргән консертида нәтиҗә көрсәткән иди. Улар шундин кейинки консертларда уйғур муқамлирини рәсмий сазәндиләрдин қелишмиғудәк дәриҗидә бималал орундап, байсейиттики җамаәтни қайил қилған иди. Улар йәнә бу нәтиҗилири билән агахан фондиниң байсейит йезисида қурған музика мәктипиниң давам етишигә болған үмидини ашурған һәмдә бу мәктәпниң кейинки оқуш йиллириға мәбләғ аҗритишиға түрткә болған иди.

“йәттәсу уйғур музика мәктипи” ниң оқутқучилиридин бири болған закир мурат муәллим пешқәдәм сәнәт оқутқучиси әзиз әпәндиниң варислириниң бири болуп, у устазиниң вапатиниң өз юрти вә уйғур музика маарипи үчүн толдурғусиз бир йоқитиш болғанлиқини илгири сүрди.

Байсейит уйғур мәктипиниң сабиқ мудири дөләтоф абдумуһәммәт устаз әзиз турдийевниң уйғур маарипиға қошқан төһписини чоңқур һөрмәт билән әсләп, “устаз әзиз ака юртимизниң пәхри иди,” деди.

Игилинишичә, әзиз ака ишлигән башланғуч, оттура мәктәпләрниң музика оқушлуқи ялғуз уйғур мәктәплири үчүнла әмәс, бәлки қазақ мәктәпләрниңму муһим оқутуш материяли сүпитидә қоллинип келингән икән.

Лондондики мустәқил тәтқиқатчи әзиз әйса әпәнди вә уйғур музика тәтқиқатчиси доктор рачәл харрис ханимлар “йәттәсу уйғур музика мәктипи” ниң қурулушиға биваситә күч чиқарған кишиләр һесаблиниду. Әзиз әйса әпәнди “йәттису музика мәктипи” намидики сәнәт тәрбийә программиси башланғандин буян униң нәтиҗилик давам етишидә мәрһум әзиз турдийефниң зор күч чиқарған устаз икәнликини әсләп өтти.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.