5-Июл хитайниң тйәнҗин шәһиридә уйғурлар йол тосуп қаршилиқ көрситиш һәрикити елип барди
2012.07.09
Мәлум болушичә, йеқинда тйәнҗиндә яшаватқан уйғурлардин 13 яшлиқ бир бала ғайиб болуп кәткән. Ғайиб болған балиниң йеқинлири сақчиға берип әһвал мәлум қилғанда, сақчилар вәқәгә бипәрва муамилә қилған вә ғайиб болған балиниң делоси үчүн дәрһал һәрикәткә өтмигән.
Нәтиҗидә уйғурлар хитай сақчилириниң уйғурларниң ғайиб болуп кетиш вәқәсигә тутқан бу хил бипәрвалиқиға қарита юқириқидәк шәкилдә наразилиқ билдүргән. Уйғурларниң йол тосуп наразилиқ билдүрүш һәрикити 20 минут әтрапида давам қилған; буниң билән шәһәрниң мәзкур тәвәликидә еғир дәриҗидә қатнаш қистаңчилиқи пәйда болған.
Радиомиз хитайчә бөлүминиң бу һәқтики хәвиридә баян қилишичә, шу күни вәқә йүз бәргән җайға йүздин артуқ сақчи йетип келип вәқәгә арилашқан; әмма йол тосуп наразилиқ билдүргән уйғурлар билән хитай сақчилири арисида тоқунуш йүз бәрмигән.
Уйғурларниң тйәнҗиндә йол тосуп наразилиқ билдүрүш һәрикитиниң хотәндә йүз бәргән айропилан булашқа урунуш вәқәсидин бир һәптә кейингә вә 5-июл күнигә тоғра келиши көзәткүчи вә ахбаратчиларниң диққитини тартти.