Уйғур елиниң ақсу вилайити тәвәсидә 3. 8 Бал йәр тәвригән
2011.05.21
Хәлқара йәр тәврәшни өлчәш мәркизи тарқатқан бу һәқтики учурға қариған, йәр тәврәш 5- айниң 19-күни кәчқурун саәт 4:06 минут өткәндә ақсу шәһириниң ғәрбигә 26 километир келидиған җайда йүз бәргән.
Хитай ахбаратлирида бу һәқтә башқа тәпсилий хәвәрләр берилмигән.
Ақсу вилайитиму уйғурлар бир қәдәр коп олтурақлашқан районларниң бири болуп, йәрликләрниң көпинчиси өзлири ясиған хам кесәклик өйләрдә олтуриду.
Бәзи мутәхәссисләрниң қаришичә, бу хилдики өйләрниң йәр тәврәшкә чидамчанлиқи интайин төвән болуп, төвән дәриҗидики йәр тәврәшләрдиму асан зәхимигә учрайдикән.
Җәнубий уйғур елидә йәр тәврәш бир қәдәр көп көрүлиду. 2011- Йили 1- айда улуғчат наһийидә йәр тәвригән вә деһқан-чарвичиларға ярдәм әслиһәлири вақтида бармай, чарвичилар соғуқта қалған әһваллар көрүнгән иди.