Америка афғанистанниң бәдәхшан өлкисидә ясаватқан йол хитайни әндишигә салмақта

Хәвәрләрдин мәлум болушичә, америкиниң л п г ширкити афғанистанниң бәдәхшан өлкисидә юқири сүрәтлик бир таш йол үчүн мәбләғ салған болуп, бу йол вахан каридориға йеқинлишип қалған.
Мухбиримиз миһрибан
2010.07.22

Хитайниң йәр шари гезитидә бу йол һәққидә берилгән хәвәрдә дейилишичә, йеза игиликни асас қилған бәдәхшан өлкисидә ясиливатқан бу йолға мәбләғ салған америка ширкитиниң хизмәтчи хадимлири һиндистанлиқлар һәм корийиликләрдин тәркип тапқан болуп, йол наһайити сүпәтлик ясиливатмақта икән.

Йәр шари гезитидә бу йолниң истратегийилик қиммити һәққидә тохтилип, "деһқанчилиқни асас қилған, санаәт ишләпчиқириши болмиған, ат - улағни асасий қатнаш қорали қилидиған бәдәхшан өлкисидә бундақ бир йолниң ясилиши әлвәттә афғанистанниң иқтисадий тәрәққияти үчүнла болмиса керәк"дәп йезилған.

Йәр шари гезитиниң мухбири йәнә, өзиниң бәдәхшан районида шималий атлантик әһди тәшкилатиға қарашлиқ германийә армийисиниң һәрбий аптомобиллирини көргәнликини, бу йолниң хитай чегрисидики вахан каридориға тутишидиғанлиқини баян қилип, "хитай һөкүмити шималий атлантик әһди тәшкилатиниң вахан каридори арқилиқ афғанистанға уруш әшялирини тошуш тәлипини рәт қилғандин кейин, шималий атлантик әһди тәшкилати бир истратегийилик йолни хитайниң ишики алдиғила ясимақта " дәп язған. Хәвәрдә йәнә, хитайниң вахан каридориниң хитай чегриси ичидики дөләт мудапиә йол бөликиниму җиддий ремонт қиливатқанлиқи йезилған.
Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.