Пакистан террорлуқ гуруһларни америкиға қарши козир орнида қоллиниватқанлиқини рәт қилди
2011.09.23
Лекин пакистан ташқи ишлар министири хина рабанни хар, җүмә күни пакистан телевизийә қанилиға сөһбәт елан қилип, майк мулленниң сөзини тәнқид қилған вә буниң америка -пакистан мунасивитигә бузғунчилиқ қилидиғанлиқини, буниңдин америкиниң зиян тартидиғанлиқини билдүргән. У “бир иттипақдашқа, бир шериккә қилинған бу хил ашкара тәнқид вә һақарәт, һәргиз қобул қилинмайду” дегән.
Майк муллен пакистан даирилириниң террорчи гуруһларни америкиға қарши козир орнида қоллиниватқанлиқини илгири сүрүштин бурун, д у қ рәиси рабийә қадир ханим пакистанниң қош өлчәм қоллинип, рәқиплиригә қарши террорчи гуруһларни қоллаватқанлиқини билдүргән иди.
Рабийә ханим бу сөзләрни пакистан президенти зәрдариниң йеқинда үрүмчини зиярәт қилип, хитайниң террорлуққа қарши күришини қоллайдиғанлиқини вә униң билән зич һәмкарлишидиғанлиқини елан қилғанлиқиға қарита ейтқан.
Түнүгүн, америка армийиси штаб башлиқлар бирләшмисиниң рәиси майк муллен америка дөләт мәҗлисидә гуваһлиқтин өтүп, пакистан муштәрәк истихбарат мудирийитиниң кабулда турушлуқ америка әлчиханисиға һуҗум қилиш вәқәсигә ярдәм қилғанлиқини, пакистан җасуслуқ оргини буниңдин бурун йәнә, пакистан чегриси ичидики һәққаний гуруһиниң америкиға қарши елип барған бир қанчә қетимлиқ һуҗумиға ярдәм қилғанлиқини илгири сүргән иди.