Қазақистан түркийидин ортақ һәрбий маневер елип беришни тәләп қилди

Анатолийә хәвәр агентлиқиниң билдүрүшичә, қазақистан түркийидин ортақ һәрбий маневер елип беришни тәләп қилған. Қазақистан мудапиә министири җақсибекоф бу тәлипини түркийиниң қазақистанда турушлуқ әлчиси атилла гүнай билән елип барған учришишидин кейин мәтбуатларға бәргән баянатида ашкарилиған.
Мухбиримиз ирадә
2010.01.21
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp

Қазақ министир җақсибекоф сөзидә қазақистанниң түркийә билән һәрбий саһәдики һәмкарлиқини тәрәққий қилдурушни арзу қилидиғанлиқини билдүргән.

Түркийиниң, қазақистанниң мудапиәси үчүн интайин муһим бир һәмкарлашқучиси икәнликини әскәрткән қазақ министир җақсибекоф, икки дөләтниң һәрбий һәмкарлиқиниң өз - ара ишәнч асасида тәрәққий қиливатқанлиқини ейтқан.

Җақсибекофниң билдүрүшичә, икки дөләтниң һәрбий һәмкарлиқиниң асасий ноқтилири қазақ әскәрлириниң түркийидә тәлим - тәрбийә елиши, қазақистан алаһидә һәрикәт бирликлириниң тәрбийилиниши вә қораллиниши шундақла қазақистан җумһурийитиниң қораллиқ қисимлирида ислаһат елип беришқа ярдәм қилиштин ибарәт үч асасий темиға мәркәзләшкән.

Түркийә қазақистан мустәқиллиқигә еришкәндин буян нурғун саһәләрдә қазақистанға мәбләғ селип кәлмәктә. Мәлум болушичә, түркийә 2003 - йилидин бери қазақистан армийиси үчүн һәрбий мәктәпләрдә 200 дин артуқ офитсерини йетиштүрүп бәргән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.