Хитай адвокатларниң америкиға келишигә йол қоюлмиған

Хитай адвокатларниң америкиға келишигә йол қоюлмиған. Бирләшмә агентлиқида көрситишичә, җаң тйәнйоң, вә ли субин қатарлиқ икки нәпәр хитай адвокат шәнбә күни америкиға берип, америкидики дөләт мәҗлиси әзалири, сотчилар вә бир қисим тәтқиқатчилар билән учришиш үчүн йолға чиққанда хитай бихәтәрлик хадимлири бу адвокатларни тосуп қалған.
Мухбиримиз җумә
2010.10.30

Адвокат җаң тйәнйоң шаңхәй айропортида, адвокат ли субин, бейҗиң хәлқара айропортида тосуп қилинған.

Мәлум болушичә, хитай һөкүмити өктичи вә паалийәтчиләргә қаритилған бастурушни, лю шавбоға бу йиллиқ нобел тинчлиқ мукапати берилгәндин техиму еғирлаштурған.

Хәвәрдә нәқил қилишичә, бу нөвәт тосуп қелинған адвокатларни америкидики "хитайға ярдәм" фонди җәмийити тәклип қилған. "Хитайға ярдәм" җәмийитиниң билдүрүшичә, җәмийәт һәр йили хитайдин адвокат вә башқа саһәдики шәхсләрни тәклип қилип, америка дөләт хадимлири билән көрүштүрүдикән.

"Хитайға ярдәм" җәмийитиниң президенти боб фу, хитай һөкүмитиниң мәзкур қилмишидин үмидсизләнгәнликини билдүргән.

Мәлум болушичә, бу нөвәт тәклип қилинған адвокатлар, бу йил ноябирда америкида елип берилидиған парламент сайлимини көрүш үчүн тәклип қилинғаникән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.