Косовада пул әткәсчилики билән шуғулланған икки хитай қолға елинди
Мухбиримиз вәли
2008.11.26
2008.11.26
Хәвәрдә баян қилинишичә, 2004 - йилидин буян вақитлиқ виза билән косоваға келип туруватқан бу әр - хотун икки хитай, албанларни асас қилинған косовалиқлар бу йил иккинчи айда америка қатарлиқ 52 дөләтниң вә 27 дөләттин тәркип тапқан явро райониниң қоллиши билән сербийидин мустәқил болғандин кейин, косованиң пайтәхти киристина шәһиридә вә җәнубтики уросева шәһиридә пул әткәсчилики билән шуғулланған. Улар әткәсчилик билән қолға кәлтүргән явропа пулини йеқинда йәнә қанунсиз вастә арқилиқ хитай пулиға алмаштуруп дөлитигә әвәткәндә қолға елинған.