Хитай, ливийиниң игилик һоқуқиға һөрмәт қилиниши керәк деди

Америка, франсийә, әнглийә башчилиқидики бирләшмә армийиниң ливийидики һәрбий һәрикәтлири башланғанлиқиға 5 күн болди.
Мухбиримиз ирадә
2011.03.24

Бирләшмә агентлиқиниң хәвәр қилишичә, районда вәзипә өтәватқан әнглийә һәрбий қисминиң қомандани бүгүн бәргән баянатида казафийниң һава армийә қисимлириниң паләч һалға чүшүрүлгәнликини билдүргән болсиму, әмма казафий қисимлириниң қуруқлуқта тоқунушлирини давам қиливатқанлиқи, исянчи хәлқ көпрәк мәркәзләшкән шәһәрләрни нишан қилған һәрбий һәрикәтлирини күчләндүргәнлики мәлум болмақта.

 Мушундақ бир вәзийәт астида, мухбирларниң район вәзийити һәққидики соаллириға җаваб бәргән хитай баянатчи җяң йү ливийниң игилик һоқуқини қайта тәкитлигән. У мундақ дегән : ливийиниң игилик һоқуқи, мустәқиллиқи вә земин пүтүнлүкигә чоқум һөрмәт қилиниши керәк. Биз һәрқайси тәрәпләрни дәрһал урушни тохтитишқа чақиримиз.

У йәнә, ливийә вәзийитиниң башқа районларниң хәвпсизликигиму тәһдит пәйда қилишидин әндишә қиливатқанлиқини баян қилған.

Хитай баянатчи җяң йү буниң билән бирликтә йәнә, йәмән вәзийити һәққидиму тохтилип, биз йәмән һөкүмитиниң өз мәсилисини өзи һәл қилип, пат арида җәмийәтни муқимлаштуруп, нормал тәртипкә қайтип келидиғанлиқиға ишинимиз, дегән.

Хитай бирләшкән дөләтләр тәшкилатида 12 дөләтниң ливийидә казафий күчлиригә қарши учуш чәкләнгән район бәрпа қилиш пиланиға аваз бериштин ваз кәчкән дөләтләрниң бири иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.