Явропа иттипақи хитайдин сүт мәһсулатлирини явропаға експорт қилишни вақтинчә тохтитишни тәләп қилди

Явропа иттипақи явропа таможна башқуруш тармақлириға хитайда ишләнгән сүт мәһсулатлириға қарита тәкшүрүшни күчәйтиш тоғрисида буйруқ чүшүргән болуп, мәзкур буйруқ хитайда давам етиватқан сүт парашокидин зәһәрлиниш кризиси чоңқурлашқан пәйтләргә тоғра кәлди.
Мухбиримиз җүмә
2008.09.22
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp

Бирләшмә агентлиқида нәқил елип көрситилишичә, явропа сода комитетниң баянатчиси нина пападукали ханим, явропа иттипақиға әза 27 дөләтниң хитайдин сүт мәһсулатлири вә бовақлар парашоки импорт қилмайдиғанлиқини билдүргән.

У йәнә явропа иттипақиға әза дөләтләрниң карантин вә таможна тармақлириниң һазир җиддий агаһ болуш һалитигә өткәнликини, әмма һазирчә меламинда булғанған бирәр мәһсулатниң явропа иттипақи әллиригә импорт қилинғанлиқи һәққидә хәвәр йоқлуқини илгири сүргән.

Хәвәрдә көрситилишичә, явропа иттипақи иҗраийә комитетидики хадимлар хитай тәрәпниң, меламинда булғанмиғанлиқ испати болмиған шараитта, өзидә ишләнгән сүт мәһсулатларни явропаға експорт қилишни вақтинчә тохтитишни һәмдә хитай тәрәпниң булғиниш дәриҗисигә аит барлиқ санлиқ мәлуматларни толуқ ашкарилашни тәләп қилған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.