'Зәһәрлик йиңнә вәқәси' уйғур елиниң башқа шәһәрлиридиму йүз бәрди
Мухбиримиз әркин
2009.09.11
2009.09.11
Бирләшмә агентлиқиниң хәвәр қилишичә, уйғур аптоном райони һөкүмитиниң баянатчиси җүмә күни алтай, қәшқәр вә хотән қатарлиқ шәһәрләрдин 9 кишиниң "зәһәрлик йиңнә" һуҗумиға мунасивәтлик, дәп қарилип қолға елинғанлиқини елан қилған. Лекин бу баянатчи қолға елинғанларниң исми вә вәқәниң тәпсилатиға даир әһвалларни ашкарилашни рәт қилған.
Хитай даирилири "зәһәрлик йиңнә" һуҗумини "5 - июл вәқәси"ниң давами, дәп елан қилип, вәқәни "бөлгүнчи күчләр"ниң пиланлиғанлиқини илгири сүргән. Даириләр йәнә үрүмчидә 500 дин артуқ пуқраниң һуҗумға учриғанлиқи, 100 дин артуқ кишиниң зәхмиләнгәнликини билдүргән иди.
Лекин чәтәл мәтбуатлири вә мәркизи германийидики дуня уйғур қурултийи хитай даирилириниң "йиңнә вәқәси" һәққидики чүшәндүрүшидә нурғун гумани нуқтиларниң барлиқини тәкитлигән.
Бирләшмә агентлиқиниң әскәртишичә, қәшқәр парткоми тәшвиқат бөлүминиң ли фамилилик бир әмәлдари "йиңнә һуҗуми"ға даир дилоларни тапшурувалғанлиқини, лекин дело мәлум қилғучиларда "йиңнә һуҗуми"ға учриғанлиқиға аит һечқандақ пакит байқалмиғанлиқини билдүргән.