Қәшқәр 2-дохтурханиси дохтур сайитһаҗи қасимниң “өгиништә” икәнликини билдүрди

Мухбиримиз меһрибан
2019.08.22
doxtur-sayit-haji-sayitaji-qasim-3.jpg 25 Йиллиқ кесиветилгән, қәшқәр 2-дохтурханиниң ташқи кесәлләр дохтури, врач сайитаҗи қасим әпәнди оператсийә үстидә. (Вақти вә орни ениқ әмәс)
Social Media

Қәшқәр 2-хәлқ дохтурханиси сүйдүк йоли вә ташқи кесәлләр бөлүминиң мудир вирачи сайитһаҗи қасимниң 2017-йилдин буян лагерда икәнлики һәққидики инкаслардин кейин биз мәзкур дохтурханиға давамлиқ телефон қилип, әһвал игилидуқ.

Илгири қәшқәр вилайәтлик 2-хәлқ дохтурханисиға телефон қилип, ташқи кесәлләр бөлүмидики мутәхәссисләрдин мудир врач сайитһаҗиниң әһвалини сүрүштүргинимиздә телефонни алған хитай хадим дохтурханидики мутәхәссисләр тизимликидә сайитһаҗи қасимниң исминиң йоқлуқини билдүргән иди.

Бүгүн биз сайитһаҗи қасим ишлигән сүйдүк йоли вә ташқи кесәлләр бөлүмигә йәнә қайта телефон қилип, униң әһвалини сүрүштүрдуқ.

Сүйдүк йоли вә ташқи кесәлләр бөлүмидин телифонимизни алған хитай аял мәзкур бөлүмдә сайит һаҗи қасим исимлик дохтурниң йоқлуқини билдүрди.

Соал: яхшимусиз? мән сайитһаҗи дохтурни издәйттим.

Җаваб: бундақ бир дохтур йоқ.

Соал: у илгири мушу бөлүмдә ишләйттиғу?

Җаваб: һазир бундақ бир дохтур йоқ.

Соал: у һазир нәгә кәтти?

Җаваб: бундақ бир дохтур йоқ, мән сизниң қайси дохтурни дәватқанлиқиңизни биләлмидим.

Соал: сайитһаҗи қасимни дәватимән, у сүйдүк йоли вә ташқи кесәлләр бөлүминиң дохтури идиғу?

Җаваб: бундақ бири йоқ.

Мәзкур бөлүмниң башқа телефон номурлириға давамлиқ телефон қилип сайитһаҗи дохтурниң әһвалини сүрүштүрдуқ.

Дәсләп телефонни алған аял хадим дохтур сайитһаҗиниң өйидә арам еливатқанлиқини билдүрди. Униңдин дохтур сайитһаҗиниң қол телефонини сориғинимизда бу хадим дохтур сайитһаҗиниң шәхсий телефон номурини халиғанчә башқиларға дәп бәргили болмайдиғанлиқини билдүрүп, телефонни үзүвәтти.

Мәзкур бөлүмгә қайта телефон қилғинимизда телефонни алған йәнә бир аял хадим сайитһаҗи дохтурниң рәсмий ишқа чүшмигәнликини билдүрүп, униң “тәрбийә” еливатқини, “өгиништә” болғини үчүн һазирчә ишқа келәлмәйдиғанлиқини билдүрди.

Бу хадим йәнә сайитһаҗи дохтурниң қачан рәсмий ишқа чүшидиғанлиқидин хәвириниң йоқлуқини тәкрарлиди. У йәнә өзи дохтурхана башлиқи болмиғини үчүн сайитһаҗиға алақидар бу хил конкрет мәсилиләргә җаваб берәлмәйдиғанлиқини тәкитлиди. У дохтур сайитһаҗиға мунасивәтлик конкрет мәсилиләрни қәшқәрниң өзигә берип сүрүштә қилишимизни ейтип телефонни қоювәтти.

Дохтур сайитһаҗиниң аталмиш “өгиниш” тики әһвалиға мунасивәтлик учурларни игиләш үчүн биз қәшқәр 2-дохтурханиниң ташқи кесәлләр бөлүмидики дохтурлар вә дохтурханиниң кадирлар бөлүмигә давамлиқ телефон қилған болсақму, әмма бу телефонлиримиз җавабсиз қалди.

Дохтур сайитһаҗи қасимниң 2017-йили 9-айдин буян лагерда икәнлик учурини радийомизға инкас қилған сайитһаҗиниң чәтәлдики тонуши зияритимизни қобул қилип, өзиниң сайитһаҗиниң тәқдиридин қаттиқ әнсирәватқанлиқини билдүрди.

У 1996-йилидин буян қәшқәр 2-дохтурханисида ишләп өзиниң кәспий маһарити вә хизмәт актипчанлиқи билән зор төһпә яратқан сайитһаҗидәк бир мутәхәссис тутқун қилинғанда дохтурхана рәһбәрлириниң сүкүт қилип турувалғанлиқини билдүрди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.