“шинҗаң сақчи һөҗҗәтлири” дә тилға елинған оқутқучи меһрибангүл мәмәтниң тутқунда икәнлики дәлилләнди
2023.04.14
Тоққузақлиқ муһаҗирлардин бумәрйәм ханим, “шинҗаң сақчи һөҗҗәтлири” дики тутқунлар арисидин оқутқучи меһрибангүл мәмәтни тонувалған. Мәзкур һөҗҗәттә меһрибангүлниң 28-оттура мәктәпниң оқутқучиси икәнлики қәйт қилинған. Телефонимизни қобул қилған мәзкур тәвәликтики сақчи хадимиму бу мәктәптин 6 оқутқучиниң тутқунда икәнлики, булардин бириниң меһрибангүл мәмәт икәнликини дәлиллиди.
Хәлқаарада “шинҗаң сақчи һөҗҗәтлири” дәп аталған қәшқәр конашәһәр сақчи архиплирида конашәһәр вә текәс наһийәсигә аит болған 20 миңдин артуқ тутқунниң учурлири сақланған, булардин 2800 чә тутқунниң сүрити қистурулған. Бу архип бултур 5-айда дуняға ашкариланғандин буян, муһаҗирәттики уйғурлар мәзкур архиптин өзлириниң уруқ-туғқан, дост бурадәр вә тонуш-билишлири тоғрулуқ мәлумат издимәктә.
Нөвәттә қирғизистанда яшаватқан тоққузақлиқ муһаҗир бумәрйәм ханим, бүгүн радийомизға инкас йоллап, “шинҗаң сақчи һөҗҗәтлири” дики тутқунлар арисидин өзиниң бир тонуши-оқутқучи меһрибангүл мәмәтни тонувалғанлиқини мәлум қилди. У өзиниң қәшқәр шәһиридә дукан ачқан мәзгилидә меһрибангүл мәмәтни һәр күни ишқа кетиватқан вақтида көридиғанлиқи, иккәйләнниң арисида йеқин достлуқ мунасивити болмисиму, әйни чағда өзара салам-саәт қилишип өткәнликини тилға алди.
Мәзкур һөҗҗәттә меһрибангүл мәмәтниң мәлум бир үндидар муназирә топиға қетилғанлиқи вә қол телефониға торда там атлаш юмтали VPN ни қачилиғанлиқи, униң тутулуш сәвәблири сүпитидә көрситилгән. 28-Оттура мәктәп тәвәликидики сақчихана хадимлири, мәзкур мәктәптин тутулуп кетилгән хизмәтчи саниниң бәш нәпәр икәнликини вә улардин бириниң меһрибангүл мәмәт икәнликини ашкарилиди.
Мәзкур һөҗҗәттә меһрибангүл мәмәтниң 2018-йили тутқун қилинған мәзгилидә 29 яш икәнлики хатириләнгән. Мәзкур сақчиханидики йәнә бир хадим меһрибангүл мәмәтниң қол телефонидин чиққан “мәсилә” сәвәблик тутқун қилинғанлиқини дәлиллиди. Һөҗҗәттә йәнә меһрибангүл мәмәтниң “чәт әлгә чиқишқа болмайдиған аилә әзаси” икәнликиму тутулуш сәвәблириниң бири сүптидә тилға елинған. Лекин сақчи хадимлири, меһрибангүл мәмәтниң ата-анисиниң ким икәнлики, немә үчүн чәт әлгә чиқишқа болмайдиғанлиқи һәққидики соаллиримизға җаваб беришни рәт қилди.
Юқирида “шинҗаң сақчи һөҗҗәтлири” дә хатириләнгән меһрибангүл мәмәтниң тутқунда икәнликиниң дәлилләнгәнлики тоғрулуқ хәвәр бәрдуқ.