Шәрқий түркистан өлималар бирлики түркийәдики уйғур тәшкилат рәһбәрлирини һәмкарлишишқа чақириқ қилди
2023.12.29

Мәркизи истанбулдики шәрқий түркистан өлималар бирликиниң уюштуруши билән 26-декабир күни истанбулда уйғур тәшкилатларниң рәһбәрлири бир йәргә җәм болди вә тәшкилатлар ара пикир алмаштуруш вә хитайдин қутулуштин ибарәт ғайә-мәқсәткә йетиш үчүн һәмкарлишиш тәкитләнди.
Бу йиғинға түркийәдә шәрқий түркистан дәваси йолида сиясәт, тәтқиқат, ахбарат, мәтбуат, тәлим-тәрбийә саһәлири бойичә хизмәт қиливатқан 45 уйғур тәшкилатиниң рәһбәрлири вә вәкиллири қатнашти.
Йиғинға риясәтчилик қилған шәрқий түркистан өлималар бирликиниң муавин рәиси абдусалам алим йиғинниң мәқсити вә әһмийити тоғрисида тохтилип, тәшкилатлар ара һәмкарлиқни күчәйтиш, мәсилиләрни һәл қилишта бир йәргә җәм болуп чүшиниш һасил қилиш, дүшмәндин (хитайдин) қутулуштин ибарәт ғайә-мәқсәт үчүн ортақ һәрикәт қилиш керәкликини тәкитлиди.
Шәрқий түркистан өлималар бирлики рәиси доктор алимҗан буғда бу йиғинда қилған сөзидә, шәрқий түркистан хәлқиниң азадлиқтин ибарәт улуғвар ғайисини ишқа ашуруш үчүн уйғур тәшкилатлириниң, җамаәт әрбаблириниң һәмкарлиқ ичидә ортақ һәрикәт қилиши керәкликини тәкитләп мундақ деди: “һәқлиқ давайимизни рояпқа чиқириш, хәлқимизни хитайниң зулмидин қутулдуруп вәтәнниң мустәқиллиқини қолға кәлтүрүш үчүн бир нәпәс болуп һәрикәт қилишимиз, болупму хәлқимизни бу даваға йетәкләватқан тәшкилатлиримизниң, җамаәт әрбаблиримизниң бир йәргә келиши давайимизниң нәтиҗигә еришиши үчүн интайин муһим” .
Доктор алимҗан буғда уйғурлар дуч келиватқан зулумни йоқ қилиш үчүн һәр саһә кишиләрниң ортақ һәрикәт қилишниң толиму муһимлиқини тәкитләп мундақ деди: “хитай ахирқи йилларда хәлқимиз үстидә ирқий қирғинчилиқ елип барди уйғур болушниң өзила уларниң ирқи қирғинчилиқ қилиши үчүн йетәрлик сәвәб болди. Бу қирғинчилиқтин диндариму, милләтчисиму, вәтәнпәрвириму һәтта узун йиллар хитайға садақәтмәнлик билән хизмәт қилғанларму, һеч ишқа арилашмай оқитини қилип пул тапқан байларму аман қалмиди. Һәммимиз тәқдирдаш, һәммимизниң қисмити бир. Хитайниң ирқий қирғинчилиқиға қарши хәлқимиз, муһаҗирәттики тәшкилатлиримиз бирликтә һәрикәт қиливиди, дәвайимиз бир пәллә юқири өрлиди, дәвайимиз хәлқаралашти. Бизләргә һесдашлиқ қилидиған чәтәлликләрниң сани көпәйди. Бизләргә мустәқиллиқ йоли көрүнүшкә башлиди. Бу дәва йолида һәссә қошқан һәммәйләндин аллаһ рази болсун” .
Доктор алимҗан буғда йәнә мундақ деди: “дүшминимиз бәк қув, интайин пурсәтпәрәс. Бизләрниң бихудлуқимиз, өз ичимиздики аддий дә талашму дүшмән үчүн байрам. Дүшмән бизләрни йоқ қилиш, дәвайимизни аҗизлитиш үчүн йеңи вәзийәт пәйда қилиш, өзара дүшмәнлик уруқи чечиш, рәһбәрләрни вә дәва сепидикиләрни етибарсизлаштуруш үчүн һәр хил һийлә-нәйрәңлирини ишлитиду, барлиқ имканийәтлирини ишқа салиду. Бизләрниң интайин һошяр болушимиз бәк муһим. Хитай вәтән ичидики вәзийәтни аста-аста өзгәртип, дуняни алдашқа вә бизләрни ялғанчиға чиқиришқа урунуши мумкин. Һәтта бәзи адәмлирини ишқа селип, барди-кәлдиләрни көпәйтип, ғәйритимизни аҗизлитип, дәвайимизни пассип һалға чүшүрүп қоюши мумкин. Мушундақ заманларда дәва сепидикиләр өзара зич һәмкарлиқ орнитиши, бир-биригә мәдәт бериши лазим” .
Доктор алимҗан сөзидә йәнә уйғур тәшкилатлар арисидики мунасивәтни яхшилаш, дава сепидики рәһбәрләрниң достлуқи вә сәмимийитини күчәйтиш, хәлқимиз ичидики нопузлуқ кишиләрниң дәваға болған һесдашлиқини қолға кәлтүрүш үчүн шәрқий түркистан өлималар бирлики тәрипидин мәхсус бир комитет тәсис қилинғанлиқини, буниңға шәрқий түркистан өлималар бирликиниң муавин рәиси сираҗидин әзизий һаҗимниң мәсул болғанлиқини билдүрди.
Йиғин ахирида сираҗиддин әзизи әпәнди сөз қилип мундақ деди: “шәрқий түркистан өлималар бирлики түркийә ичи вә сиртидики тәшкилатлар билән болған мунасивәтни яхши елип беришқа тиришиду, чәтәлдики тәшкилатлар бир-бирини толуқлиған асаста мунасивәтни яхшилашқа интайин еһтияҗлиқ, болупму бүгүнки күндә мунасивәтләрниң йириклишиши, ихтилапларниң чоңқурлишиши, муһаҗирәттики хәлқимизгиму сәлбий тәсир көрситиватқанлиқи үчүн, уларниң бу дәвадин совуп кетиватқанлиқини һес қиливатимиз” .
Сираҗидин әзизи әпәнди йәнә мундақ деди: “шәрқий түркистан өлималар бирлики хәлқимизниң диний вә миллий мәнпәәтлирини чиқиш қилған асаста арини ислаһ қилидиған, мунасивәтләрни яхшилайдиған хизмәтләрни бәҗанидил иҗра қилиду. Өлималар бирлики тәшкилатлар ара мунасивәт ишлири гурупписи болуш сүпитимиз билән хәлқимизниң бирлик, баравәрликни яхшилаш, күчәйтиш йолида давамлиқ тиришчанлиқ көрситимиз” .
Йиғин ахирида бир қисим тәшкилат рәһбәрлири пикир баян қилип, тәшкилатлар ара чүшиниш һасил қилиш, буниң үчүн пат-пат учришип туруш керәкликини оттуриға қойди вә бу тәклипни көпинчә рәһбәрләр қоллайдиғанлиқини ипадиләшти.