Аниниң хитаби: “биз силәрни һаят қелишиңлар үчүнла әмәс, уйғурдәк яшалишиңлар үчүн чәтәлләргә йолға салдуқ
2014.01.23

5-Июл үрүмчи вәқәси вә униңдин кейин хитай һөкүмитиниң уйғурларға қарита елип барған кәң көләмлик тутқун қилиш бастуруш һәрикәтлири, хитайларниң кәмситиш вә өч елиш характердики һуҗумлириға шаһит болған яш уйғур ата-анилар йеқинқи йиллардин буян бар амаллар билән, әтиварлиқ балилирини чәтәлләргә чиқиришқа башлиди.
Йеқинқи икки үч йил ичидә америка, явропадики әркин дөләтләргә чиқиватқан яш бир әвлад уйғурларниң саниму аз әмәс, әмма улардин чәтәлләрдә давам қиливатқан уйғур һәрикитигә аваз қошуватқанлар унчә юқири нисбәтни игилимәйватқанлиқи мәлум, бу әһвал йеқинда балисини йоқлаш үчүн америкиға кәлгән нуриман ханимниң диққитини тартқан болуп, у өзлүкидин радиомиз билән алақилишип, 5-июлдәк паҗиәләрни бешидин кәчүргән вә хитай вәһимиси сәвәблик балисини чәтәлгә чиқиришқа мәҗбур болған бир ана болуш сүпити билән, чәтәлләрдики уйғур әвладлириға өзиниң вә өзигә охшаш уйғур ата-аниларниң тиләклирини йәткүзүш мәҗбурийити барлиқини билдүрди.
Юқиридики аваз улинишидин тәпсилатини аңлиғайсиләр.