Д у қ рәиси ослода “хитайниң уйғурларға қаратқан һуҗуми” намлиқ йиғинда нутуқ сөзлиди
2019.02.05
Д у қ рәиси “рафто кишилик һоқуқ фонди”, “норвегийә қәләмкәшләр җәмийити” “норвегийә уйғур комитети” ниң бирләшмә йиғиниға қатнашти.
2-Февралдин етибарән норвегийә пайтәхти ослодики зияритини башлиған д у қ рәиси долқун әйса әпәнди 4-феврал күни “рафто кишилик һоқуқ фонди”, “норвегийә қәләмкәшләр җәмийити” вә “норвегийә уйғур комитети” бирликтә уюштурған “хитайниң уйғурларға қаратқан һуҗуми” намлиқ йиғинда нутуқ сөзләштин илгири, норвегийәдә бир қатар паалийәтләрни елип барған.
“норвегийә уйғур комитети” ниң рәиси бәхтияр өмәр әпәндиниң билдүрүшичә, д у қ рәиси долқун әйса әпәнди 3-вә 4-феврал күнлири норвегийә һөкүмәт даирилири билән учрашқандин сирт норвегийәдики бир қисим кишилик һоқуқ тәшкилатлирини зиярәт қилип, уйғурлар мәсилиси үстидә сөһбәтләрдә болған. “норвегийә уйғур комитети” ниң мәсуллиридин хәлчәм мәмтимин ханим тәминлигән учурға асасланғанда, д у қ рәиси долқун әйса әпәнди ослода йәнә уйғур җамаити билән дидарлишип, д у қ ниң хизмәтлиридин мәлуматлар бәргән.
4-Феврал күни ослода “хитайниң уйғурларға қаратқан һуҗуми” намлиқ йиғин өткүзүлгән. Бәхтияр өмәр әпәндиниң баян қилишичә, йиғинға һәр милләттин болған көп санда киши қатнашқан вә уйғурларниң нөвәттики ечинишлиқ вәзийити тоғрисида доклатлар аңлиған.
Д у қ иҗраийә комитетиниң муавин рәиси сәмәт абла әпәндиниң әскәртишичә, “хитайниң уйғурларға қаратқан һуҗуми” намлиқ йиғинда уйғур дияридики җаза лагерлири мәсилиси асасий тема болған. Д у қ рәиси долқун әйса башлиқ бир қисим муһим әрбаблар доклатлар бәргән. Униң билдүрүшичә, бу қетимқи доклат тәқдим қилиш паалийити наһайити нәтиҗилик өткүзүлгән.
Д у қ рәиси долқун әйса әпәндиниң норвегийәдики 3 күнлүк зиярити нәтиҗилик ахирлашқан. У бүгүн башқа дөләттики паалийәтләр үчүн сәпәрлирини башлайдикән.