Лагерға ташланған чәтәл пуқраси: гүлбаһар җелилова лагерда көргән қара күнләр (5)
Мухбиримиз гүлчеһрә
2019.01.24
2019.01.24
Қазақистан пуқраси болғиниға қаримай 2017-йили-5 айда үрүмчидә лагерға қамалған гүлбаһар җелилова қараңғу камирида ятқиниға 15 айдин ашқан, һаяттинму үмидини үзгән күнләрниң биридә камер сақчилири туюқсизла униң исмини чақириду. “булар әмди мени өлтүридикән-дә” дәп ойлиған гүлбаһар қорқунч иликидә камиридин елип чиқилип бешидики қара халта еливетилгәндиму, һәтта пут-қоллиридики кишәнләр еливетилгәндиму өзиниң һөрлүккә чиққанлиқиға ишәнмәйду.
Мухбиримизниң мәхсус зияритини қобул қилған шаһит гүлбаһар ханим өзиниң зулмәтлик җаза лагеридин қутулуп йеңидин һаятлиққа еришкән ашу минутлирини әсләп өтти.
Юқиридики аваз улинишидин программиниң тәпсилатини аңлиғайсиз.