Ләнҗу-үрүмчи оқсиман тез пойизидики һәрбий маневир хитайниң әсли мәқситини ашкарилиди
2015.06.10
Өткән йилиниң ахиридин башлап, хитай һөкүмити алаһидә мәбләғ салған түрләрниң бири болған үрүмчи-ләнҗу алаһидә тез сүрәтлик пойиз қатниши ишқа киришип, йолучи тошушқа башлиған иди. Хитай армийиси болса алдинқи күни уйғур елиға қатнайдиған алаһидә тез пойизда һәрбийләр вә һәрбий әслиһәләрни йөткәш, қоралландуруш маневири өткүзүп, туюқсиз вәқәләргә тақабил туруш иқтидарини синиған. Көзәткүчиләр буни ләнҗу-үрүмчи алаһидә тез сүрәтлик пойиз йолиниң әсли мәқсити дәп мөлчәрлиди.
Хитай һөкүмити уйғур ели билән ләнҗу арисида саитигә 350 километир тезликтә қатнайдиған бир алаһидә тез сүрәтлик пойиз йоли ясап чиқип, уни өткән йили ахирида йәни 26-декабир күнидин ибарәт рәсмий ишқа кириштүргән. “ оқ тезликидики пойиз” дәп нам берилгән бу алаһидә тез пойиз арқилиқ үрүмчи билән ләнҗу оттурисидики мусапә 12 саәт қисқарған иди. Даириләр техи 2017-йилиға қалмай бейҗиң билән ләнҗу оттурисида қатнайдиған оқсиман пойиз линийиси туташтурулуп, бейҗиң билән үрүмчи арисидики әслидики 41 саәтлик мусапини бирақла 16 саәткә чүшүридиғанлиқини елан қилған.
Хитай ахбарати “тез сүрәтлик пойиз қатнишиниң мусапини қисқартип хәлққә қулайлиқ яритидиғанлиқини, уйғур ели билән хитай өлкилирини бир-биригә зич бағлайдиғанлиқи” ни илгири сүргән. Әмма хитайниң мудапиә гезитидә йәр алған хәвәрдә ейтилишичә, хитай хәлқ армийиси 2-июн күни бу төмүр йолда тунҗи қетимлиқ һәрбий вә һәрбий әслиһә йөткәш маневири елип барған. Һәрбий маневир икки гуруппа бойичә елип берилған болуп, биринчи қетимлиқ маневирда юқири сүрәтлик пойизда һәрбий қошунлар вә уларниң йеник типлиқ һәрбий қораллири, йүк-тақилири йөткәлгән. Иккинчи гуруппидики һәрбий маневир бойичә башқа бир пойизда һәрбийләр билән бирликтә 40-типлиқ вә 120-типлиқ ракета қоюп бериш үскүнилири биллә йөткәп меңилған.
Хәвәрдә, һәр икки маневирдин йиғип елинған санлиқ мәлуматлар анализ қилинип, бундин кейин җиддий әһвал йүз бәргәндә ләнҗуда турушлуқ һәрбий қисимларни йөткәш хизмәтлиригә тәтбиқлиниду, дейилгән. Ләнҗу-үрүмчи төмүр йолиниң бир бөлики чиңхәй-тибәт егизликидин өтиду. Бу төмүр йол қурулушидики әң қейин нуқта деңиз йүзидин 3600 метир егизликкә селинидиған икки тонел болуп, униң қейинлиқ дәриҗиси юқири вә хәвплик. Әйни чағда хитай даирилириниң мана мушундақ хәвпләргә тәвәккүл қилип, немә үчүн бу қурулушқа шунчә зор мәбләғ вә адәм күчи аҗратқанлиқи уйғур көзәткүчиләрниң диққитини қозғиған иди.
Д у қ баянатчиси дилшат ришит әпәнди болса бүгүнки сөзидә ләнҗу-үрүмчи юқири сүрәтлик пойиз линийисиниң әсли мәқситиниң юқиридики маневир арқилиқ ашкара болғанлиқини билдүрди.
Игилинишичә, ләнҗу-үрүмчи төмүр йолида йеник типлиқ қоралларни бихәтәр йөткәшни асанлаштуруш үчүн ләнҗу төмүр йол идариси мәхсус һалда миңдин ошуқ милтиқ тиригүч, тапанча қепи вә арғамчиларни ясап пойизға орунлаштурған. Ләнҗу төмүр йоли идарисиниң һәрбий әслиһә транспорт ишиға мәсул башлиқи җяң шявлиң бу үскүниләрниң һәммисиниң синақтин өткүзүлгәнликини билдүргән.
Дилшат ришит әпәнди хитай һөкүмити уйғур елида қаттиқ қоллуқ сиясәт йүргүзүп туруп йәнила қаттиқ әндишә ичидә икәнликини билдүрди. Шуңа һәрбий күчигә тайинип туруп уйғурларниң һәрқандақ йосундики наразилиқ һәрикәтлирини бастурмақчи болуватқанлиқини билдүрди.
Буниңдин сирт, ләнҗу билән үрүмчи арисидики тез пойизниң хитай көчмәнлиригә қулайлиқ яритип, уларниң техиму көпләп уйғур елиға келип орунлишип, уйғурларниң мәдәнийәт, тил, дин, турмуш усули, яшаш муһити вә ишқа орунлишишиға техиму зор еғирчилиқ салидиғанлиқи уйғурларни биарам қиливатқан йәнә бир муһим мәсилидур.