Пешқәдәм адвокат уйғур елида йүргүзүлуватқан қошмақ туғқан сиясити тоғрисида тохталди

Ихтиярий мухбиримиз һаҗи қутлуқ қадири
2017.01.17
chenchuanguo-toxtixan-qurban-xinhua.jpg Уйғур аптоном райониниң йеңи секретари чен чүәнго қурбан тулумниң қизи тохтихан қурбан билән қошмақ туғқандарчилиқ орнитип, уни керийәдики өйигә йоқлап кәлгән көрүнүши. 2016-Йили 5-ноябир.
xjkz.gov.cn

Бир қанчә йиллардин буян радийомизниң зияритини қобул қилип, уйғур елиниң сиясий вәзийити тоғрисида өзиниң қарашлирини баян қилип келиватқан, йеши йәтмиш яштин һалқиған үрүмчидики пешқәдәм адвокат мәмтимин әпәнди өткән қетим уйғур елидики йеңи секретар чен чүәнгониң уйғур елида йүргүзүватқан бир қатар сиясәтлири тоғрисида тохталған иди.

У, бүгүн йәнә зияритимизни қобул қилип уйғур аптоном районниң йеңи секретари чен чүәнгониң уйғур елида йүргүзүватқан қошмақ туғқан болуш сиясити қатарлиқ бир қисим сиясәтлири тоғрисида тохтилип өтти.

Нөвәттә, диққитиңлар пешқәдәм адвокат мәмтимин әпәнди билән бу һәқтә елип берилған сөһбәт программисида болғай.

Юқириқи аваз улинишидин тәпсилатини аңлаң.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.