Рабийә қадир ханим ши җинпиңниң уйғур елидики зияритигә инкас қайтурди

Мухбиримиз гүлчеһрә
2014.04.29
shi-jinping-305.jpg Хитай муавин дөләт рәиси ши җинпиң. 2010-Йили 25-авғуст, бейҗиң.
AFP

Хитай коммунистик партийиси мәркизий комитетиниң баш шуҗиси, дөләт рәиси, мәркизий һәрбий ишлар комитетиниң рәиси ши җинпиң 27-апрел уйғур елиға йетип келип, ислаһат, тәрәққият, муқимлиқини илгири сүрүш тоғрисида тәкшүрүш вә тәтқиқ қилишқа башлиди.

Бу, ши җинпиңниң партийә 18-қурултийидин буян биринчи қетим уйғур елида тәкшүрүштә болуши. Ши җинпиң қәшқәрни “террорлуққа қарши күрәшниң алдинқи сепи” дәп көрситип үрүмчидә бир күн турупла қәшқәргә қарап йүргән. Ши җинпиңниң уйғур елида дәсләптила террорлуққа қаттиқ зәрбә беришни алди билән тилға елип вә униңдин башқа уйғурлар әң нарази болуватқан қош тил маарипини йәниму күчләндүрүш қатарлиқларни тәкитлиши, уйғурларниң тәнқидий инкасини қозғапла қалмай, дуня ахбаратлириниңму күчлүк диққитини қозғиди.

Ши җинпиңниң уйғур елигә қаратқан зиярити вә баянлириға қарита дуня уйғур қурултийи қандақ инкас қайтуриду? аңлиғучилиримизға бу һәқтә мәлумат бериш йүзисидин, уйғур миллий һәрикити рәһбири, дуня уйғур қурултийиниң рәиси рабийә қадир ханим билән мәхсус сөһбәт өткүздуқ.

Тәпсилатини юқиридики аваз улинишидин аңлиғайсиз.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.