Явропа шәрқий түркистан маарип җәмийити икки җумһурийәт хатирисини алаһидә өткүзмәкчи

Ихтиярий мухбиримиз пидаий
2016.11.08
sherqiy-turkistan-maarip-ikki-jumhuriyet.jpg Голландийәдики явропа шәрқий түркистан маарип җәмийити чиқарған бу йиллиқ икки җумһурийәт хатириси паалийитиниң уқтуруши.
RFA/Pida’iy

Мәзкур җәмийәтниң тор бетидин игилишимизчә, бу йиллиқ икки җумһурийәт хатириси паалийити 13-ноябир йәкшәнбә күни өткүзүлидикән. Паалийәткә түркийәдики истратегийә мутәхәссиси доктор әркин әкрәм әпәнди алаһидә тәклип қилинған болуп, паалийәт әһлигә “ күчлиниватқан хитай вә уйғурларниң һазирқи әһвали” тоғрилиқ тәтқиқат доклатини сунидикән.

Һазир мәзкур җәмийәтниң тәшвиқат бөлүми бу паалийәтниң пилани вә чақириқ елани мәзмун қилинған тәшвиқатлирини рәсим вә филим шәклидә иҗтимаий учур васитилиридиму тарқитип, бу паалийәтниң техиму ғәлибилик өткүзүлүши үчүн тиришчанлиқ көрсәтмәктә.

Юқиридики улиништин, мәзкур җәмийәтниң мәсуллири вә паалийәт қоллиғучилириниң бу һәқтики инкаслирини аңлайсиләр.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.