23 ‏ - Март қарақаш намайиши һәққидә толуқлима мәлуматлар

Вашингитон почтиси гезити 28 ‏ - май санида, уйғур районлуқ хитай сотиниң 14 нәпәр уйғур мәһкум үстидин сот ачқанлиқини; мәһкумларниң 23 ‏ - март қарақаш наһийисидә йүз бәргән намайишқа қетилғанлар икәнликини хәвәр қилди. Қарақаштики намайиш, хотән аяллар намайиши билән охшаш күн, охшаш вақитта йүз бәргән болуп, хотән вилайәтлик вали мәһкимиси, 23 ‏ - март аяллар намайиши һәққидә ашкара баянат бәргән болсиму, қарақаш намайишини йошуруп кәлгән иди.
Мухбиримиз шөһрәт һошур хәвири
2008.05.29

Вашингитон почтисида билдүрүлишичә, қарақаштики намайишқа қетилғанларниң сотланғанлиқ хәвирини, хоңкоңдики демократийә вә инсан һәқлири мәркизигә бир хитай сақчиси ашкарилап қойған. Ахбаратчилар, хотән һөкүмәт даирилиридин әһвал игилигинидә, қарақаш намайиши һәққидә мәлумат беришни рәт қилған.

Биз алдинқи айниң бешида қарақаштики бир сақчи понкитиға телефон қилғинимизда, сақчи тәрәп 23 ‏ - март күни хотән шәһиридә аяллар намайиш болған күни қарақаштиму вәқә чиққанлиқини етирап қилған, әмма вәқәни кичиклитип көрсәткән йәни намайишқа топланған кишиләрниң тәрбийә берип тарқитиветилгәнликини билдүргән иди. Вашингитон почтисидики хәвәрдә билдүрүлишичә, шу күни 500 кишилик бир намайиш йүз бәргән, сақчи тәрәп билән намайишчилар арисида тоқунуш келип чиққан; тоқунушта 10 киши яридар болған. Бу мәлуматлар алдинқи айда бизгә бир радио аңлиғучимиз йоллиған имзасиз инкаста билдүрүлгән мәлуматлар билән охшаш.

Сақчи тәрәп әйни чағда қолға елинған вә тутулғанлар йоқлуқини билдүргән иди.

Вашингитон почтиси гезитиниң бүгүнки хәвиридә билдүрүлишичә, қарақаштики намайишта 27 киши қолға елинған, булар 20 вә 30 яш арисида, буларниң ичидә 3 нәпири оттура мәктәп оқуғучиси. Биз бу 3 нәпәр оқуғучиниң тәпсилий әһвалини игиләш үчүн қарақаш наһийилик маарип идарисиға телефон қилдуқ. Маарип идариси 23 ‏ - март вәқәсигә оқуғучилар қетилғанлиқини инкар қилди, әмма наһийилик 1 ‏ - оттура мәктәпкә телефон қилғинимизда, улар вәқәни етирап қилди, әмма у 3 оқуғучиниң 1 ‏ - оттура мәктәп оқуғучиси әмәсликини ашкарилиди. Мәктәп мәсулиниң билдүрүшичә, 23 ‏ - март намайишидин кейин улар оқуғучилар арисида, җәмийәт аманлиқи, милләтләр иттипақлиқи вә атизм тәрбийисини күчәйткән.

23 ‏ - Март аяллар намайишида аялларниң ромал артишни чәкләшкә қарши туруш асаслиқ шуар болған иди, қарақаштики намайишта болса; диний тәлим - тәрбийә сорунлирини чәкләшкә қарши туруш асаслиқ шуар болған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.