Шинхуа агентлиқи муһәррири ашкарилиған 5 - июл вәқәси тоғрисидики ички мәлумат
Мухбиримиз әкрәм
2010.05.24
2010.05.24
Youtube Дин елинди.
Хәвәрдә һазирғичә һөкүмәт тәрипидин ашкариланмиған бир қисим учурларниң шинхуа агентлиқиниң муавин баш муһәррири шя линниң ликсийисидә ашкариланғанлиқи илгири сүрүлгән. Хәвәрдә көрситилишичә, 5 - айниң 15 - күни шялин тйәнҗин чәтәл тили университети ахбарат кәспиниң оқуғучилириға ликсийә сөзлигән вақтида, шинхуа агентлиқи тәрипидин қолға чүшүрүлгән, әмма сиртқа ашкариланмиған 5 - июл вәқәсигә аит бәзи муһим учурларни тилға елип өткән.
Шинхуа агентлиқиниң муавин баш муһәррири шя линниң ликсийисидә ашкариланған 5 - июл вәқәси тоғрисидики ички мәлуматта икки муһим нуқта орун тутқан болуп, биринчиси, " уйғур топилаңчилириниң 5 - июл күни хитай пуқралириға әҗәллик зәрбә бәргәнлики вә буниңға қарита дәсләпки қәдәмдә һөкүмәт тәрәпниң җиддий тәдбир қолланмиғанлиқи, әксичә топилаңниң әвҗ елишиға йол қойғанлиқи", иккинчиси "7 - июл йүз бәргән уйғур - хитай оттурисидики қанлиқ тоқунушниң пүтүнләй йошурулғанлиқи, һөкүмәтниң бу вәқәдә бирму адәм өлмиди дәп елан қилған болсиму, әмәлийәттә шинхуа тори мухбирлириниң дохтурханилардики җәсәтләр вә яридарларни сүрәткә тартивалғанлиқи, кишиләрниң 5 - июл вәқәсини мәлум дәриҗидә билсиму, 7 - июл вәқәсини билмәйдиғанлиқи" оттуриға қоюлған.
Хәвәрдә көрситилишичә, шинхуа агентлиқиниң муавин баш муһәррири шя лин ликсийисидә мундақ дегән: "5 - июл күни бир қисим уйғур топилаңчилириниң аммиви аптобусларға қоршап һуҗум қилиш вәқәси көп йүз бәрди. Пуқралар аптобусқа чиқип болғандин кейин, топилаңчилар аптобусниң алдини тосуп тохтитип, хитай пуқралирини аптобус билән қошупла тирик көйдүрүвәтти."
У йәнә, 5 - июл күни кочида йетип кәткән хитайларниң җәсәтлириниң көплүкини, шинхуа агентлиқиниң бу һәқтики хәвәрләрни интайин аз елан қилғанлиқини, һәқиқий вәқәләр кәң көләмдә ашкариланған тәқдирдә, пүтүн мәмликәт миқясида уйғурларға қоршап һуҗум қилиштин сақланмақ тәсликини тилға алған.
Шинхуа агентлиқиниң муавин баш муһәрририниң ликсийисидә ейтилишичә, 7 - июлдики хитайларниң өч елиш характерлик топилиңиму қанлиқ вәқәләрни кәлтүрүп чиқарған болуп, бу һәқтики мәлуматлар пүтүнләй бастуруветилгән. Әмма, шинхуа агентлиқи мухбирлири дохтурханилардики яридарлар һәм җәсәтләрни сүрәткә тартивалған вә бу сүрәтләрни италийидики г8 йиғиниға қатнишиватқан ху җинтавға барлиқ ички материяллар билән қошуп йоллап бәргән. Ху җинтавниң г8 йиғинидин 8 - июл күни дәрһал қайтип келиши, үрүмчидики уйғур - хитай оттурисидики тоқунушниң пәвқуладдә еғирлиқини һес қилғанлиқидин болған.
Хәвәрдә баян қилинишичә, шинхуа агентлиқиниң муавин баш муһәррири бу қетимқи ликсийисидә, 5 - июл күни хитайларниң наһайити ечинишлиқ дәриҗидә өлгәнликини тилға алған болсиму, 7 - июл күни өлгән уйғурлар вә уларниң сани һәққидә пикир баян қилмиған. Лекин 7 - июл вәқәсиниңму 5 - июл вәқәсидәкла дәһшәтлик болғанлиқини, хитай пуқралириниң уйғурларға қоршап һуҗум қилғанлиқини әскәртип өткән. У хитайниң 27 өлкидики зораванлиққа қарши туруш сақчи әтритиниң һәммисиниңла дәрһал үрүмчигә әвәтилип, тәртип сақлашқа селинғанлиқини ейтқан.
Уйғур сиясий паалийәтчилири 7 - июлдики хитай пуқралириниң уйғурларға қарита һуҗумлирида нурғунлиған уйғурларниң өлгәнликини тилға елип кәлди шундақла хитайниң интернет вә телефун алақилирини шунчә узун үзиветишиниң дәл мушу вәқәгә мунасивәтлик учурларни тәл - төкүс йоқитиш үчүн икәнликини, пүтүн шәрқий түркистан тәвәсидә 5 - июлға мунасивәтлик шәхсләр қолға елинипла қалмай, үч хил күчләргә зәрбә бериш баһанисида миңлиған уйғур зиялийлириниң түрмиләргә бәнт қилинғанлиқини илгири сүрүп кәлди.
Хәвәрдә көрситилишичә, 7 - июл күни уйғур - хитай оттурисидики тоқунуш сәвәбидин шәһәр иккигә бөлүнгән болуп, һәр икки тәрәп қоллириға һәрхил нәрсиләрни елип қаршилашқан. Уйғур сиясий паалийәтчилири 7 - июлдики хитайларниң өч елиш характерлик топилиңида хитай һөкүмитиниң қоли барлиқини вә хитайларниң уруп - чеқиш, өлтүрүштәк зораванлиқ һәрикәтлиригә сақчи вә армийиниң сүкүт қилғанлиқини илгири сүрүп кәлди.
Шинхуа агентлиқиниң муавин баш муһәррири шя лин тйәнҗиндә оқуғучиларға сөзлигән ликсийисидә, 7 - июл вәқәсиниң техиму дәһшәтлик болғанлиқини, әмма униң хәвириниң қаттиқ қамал қилинғанлиқини, шинхуа агентлиқиниң бу вәқәләр тоғрисида елан қилған учурлириниң интайин чәклик болғанлиқини тилға алған.
Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.