Абдукерим абдувәли қарини қутқузуш хәлқара сәпәрвәрлики башлатти
2012.10.15
Абдукерим абдувәли 2002 -йили 16-ноябирда 12 йиллиқ қамаққа һөкүм қилған иди.
Хитай түрмисидә җаза муддити тәкрар-тәкрар узитиливатқан абдукерим абдувәлиниң қисмәтлири дәлил-испатлири билән дуняға ашкариланғандин кейин, униң һәқ-һоқуқлири үстидә халис дәва қилиш уйғур паалийәтчилириниң даимлиқ хизмәтлири қатаридин орун алған иди.
“әркин асия радиоси”, “истиқлал” телевизийиси, “азадлиқ” тори, уйғур америка җәмийити тори, “уйғур авази” тори, қатарлиқ орунларниң изчил тәшвиқ қилишлири нәтиҗисидә абдукерим абдувәлиниң аилиси униң билән көрүшүвелиш пурситини қазанған иди.
Бу хил паалийәтлириниң үнүмидин илһамлинип уни қутқузуш һәрикитигә атланған“ йотубә”, “фәйсбук”,“ твттр” қатарлиқ торлардики тәшвиқат хизмитидә әҗир қиливатқан актип уйғурлар вә коллектипларниң барғансери көпийиши хәлқаралиқ тәсир қозғашқа башлиди.
Тор дунясидики учурларға асасланғанда: “хәлқара кәчүрүм тәшкилати” мәзкур чақириқни күчәйтип, мәһбус абдукерим абдувәлини қутқузуш сәпәрвәрлики башлатқан.
Шу мунасивәт билән бу ишқа һәссидарлиқ көрсәткән голландийидики диний зиялий һүсәйин тәҗәлли әпәндини зиярәт қилдуқ.
Тәпсилатини юқиридики аваз улинишидин аңлиғайсиз.