Аптобус вәқәлири хитайни сарасимгә салмақта

Олимпиятқа 2 һәптә қалғанда күнмиң шәһиридә 3 аптобус партлап, 3 киши өлгән вә 14 киши яридар болған иди. Бу вәқә техи бир тәрәп қилинмай туруп, түнүгүн йәнә шаңхәйдә бир аптобус партлиған. Бу вәқәдә аввал аптобуста от янған, арқидин партлиған. Нөвәттә вәқәниң бир партлитиш вәқәси яки от кетиш вәқәси икәнлики ениқ әмәс.
Мухбиримиз шөһрәт һошур хәвири
2008.07.24
Kunmingda-partlash-080721-305 21 - Ийул, дүшәнбә күни, күнмиң шәһиридики аптобус партлаш вәқәси нәқ мәйданидин бир көрүнүш.
AFP Photo
 Түнүгүн йәнә охшаш вақитта бейҗиңдики 436 ‏ - йолида қатнайдиған бир болкивайда, ялған бомба вәқәси йүз берип сақчилар сарасимгә чүшкән. Бу икки вәқәниң күнмиңдики аптобус партлитиш вәқәси техи бир тәрәп қилинмай туруп йүз бериши хитайниң бихәтәрлик вәзийитини көзәткүчиләрниң диққитини тартмақта.

Шаңхәйдики аптобус партлаш вәқәси вә бейҗиңдики ялған бомба вәқәси чәтәлдики хитай өктичилириниң ахбарат вастилиридин бири болған бошүн торида елан қилинди. Хәвәрдә вәқә мундақ тәсвирлиниду: әтигән саәт 10 мәзгили, шаңхәйниң йәнән йолида кетиватқан аптобус вуйи йоли доқмушиға кәлгәндә, аптобусқа уштумтут от кетиду, аптобус 10 метир йүксәкликтики қоюқ ис - түтәкниң ичидә қалиду, арқисидин қаттиқ партлаш авази чиқиду. Әтрапта қатнаш патпарақчилиқи пәйда болиду.

Хәвәрдә бейҗиңдики ялған бомба вәқәси мундақ баян қилиниду : 436 ‏ - йолдики шопур болкивайда бир мустәһкәм оралған йәшикни көриду, йәшик шопурда гуман туғдуриду, шопур сақчиға әһвални мәлум қилиду. Әтрапни террорға қарши җәң һаваси қаплайду. Хәвәрдә баян қилинишичә, сақчилар, болкивай әтрапида чәкләнгән район пәйда қилип, 1 саәттин артуқ җиддий вә еһтиятлиқ тәкшүрүштин кейин, йәшикниң бир қәғәз йәшик икәнликини, пәқәт вәһимә пәйда қилиш үчүн бомба шәклидә теңлиғанлиқини байқиған. Түнүгүн йүз бәргән бу икки вәқә һәққидә хитай даирилири вә ахбарати һечқандақ ипадә билдүрмиди.

Әмма, шинхуа агентлиқиниң бүгүнки хәвиридә шаңхәй сақчилириниң бир террорлуқ гурупписини паш қилғанлиқини хәвәр қилди. Әмма бу гуруппиниң қачан, қәйәрдә, қандақ вәқә билән қанчә киши қолға елинғанлиқи хәвәрдә билдүрүлмиди. Шинхуа агентлиқи бу хәвәрни бейҗиң олимпик комитети шаңхәй шөбисиниң бихәтәрлик ишлири мәсули Cheng Jiulong бәргән мәлуматқа асасән хәвәр қилған. Cheng Jiulong Сөзидә, " биз бир гуруппа террорчиларни тутқун қилдуқ һәм бесиқтурдуқ. Олимпик мәйданлиримиз нөвәттә бихәтәр һаләттә" дегән арқидин террорлуқ тәһдитиниң йәнила мәвҗут икәнликини әскәрткән. Бейҗиң олимпикиниң 12 мәйдан путбол мусабиқиси шаңхәйдә өткүзилиду. Шуңа хитай, бихәтәрлик ишлирида шаңхәйгә алаһидә көңүл бөлмәктә.

Шаңхәйдә алдинқи айдиму бир қетим аптобус партлаш вәқәси йүз бәргән. У чағда сақчи даирилири вәқәни партлитиш әмәс от кетиш вәқәси дәп көрсәткән һәм вәқә пәйда қилғучиниң нервисидин адашқан киши икәнликини билдүргән иди.

Нөвәттә, хитайни бихәтәрлик ишлирида әң сарасимгә селиватқини аптобус вәқәлиридур. Кунмиңда аптобус партлатқанлар һәққидә йип учиға еришәлмигән сақчилар дәсләп паш қилғучиларға 100 миң сом мукапат беридиғанлиқини билдүргән иди, бу соммини даириләр алдинқи күни 300 миң сомға чиқарған. Өткән һәптә уйғур районлуқ коча сақчи идарисиму террорчиларни паш қилғанларға 250 миң йүән мукапат беридиғанлиқини елан қилған.

Үрүмчидә таксиға чиққучиларға сомка ахтуруш өткили қоюлған.Шаңхәй дөләт бихәтәрлик идарисиниң мәсули Hu Shunkang, олимпик путбол мәйдани әтрапидин өтидиған аммивий аптобусларға 1500 көзитиш аппарати орунлаштурғанлиқини билдүргән.

Хитай даирилири нөвәттә,, аптобус вә айропилан вәқәлирини әң хәтәрлик һәрикәт дәп қаримақта. Бу хил һәрикәтләрни бир қисим көзәткүчиләр, хитайға қарши күчләр талливалған йол әмәс, бәлки мәҗбурланған йол дәп көрсәтмәктә.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.