Адәм бедикчиликиму яки ишқа орунлаштурушму?

Йәрлик хитай һөкүмити уйғур елидә йүргүзүп келиватқан ешинча әмгәк күчлирини сиртларға йөткәш сияситини 2008 - йилиму изчил давамлаштурған болуп, бу җәрянда яш қорамиға тошмиған нурғун өсмүрләрму хитай өлкиләргә ишләшкә елип меңилған.
Мухбиримиз җүмә
2009.03.20
Qeshqer-Qizlar-305 Сүрәттә, қәшқәр кочилириниң биридә кетип барған мәктәп йешидики уйғур қизлири.
AFP Photo

Биз игилигән мәлуматларға қариғанда, хитай завутлирида яш қорамиға тошмиған бу уйғур ишләмчиләрниң кишилик һоқуқлири һәрхил дәпсәндичиликлиригә йолуқмақта икән.

Хитай һөкүмити, ешинча әмгәк күчлирини сиртларға йөткәш арқилиқ "деһқанларниң киримини ашуруватқанлиқи" ни тәкитләп, мәзкур сиясәтниң деһқанларға пайда елип келидиғанлиқини тәшвиқ қилип келиватқан иди.

Яш қорамиға тошмиған бу балилар қандақ васитиләр билән хитай завутлириға елип келинди? деһқанлар еришмәкчи болған нәпләргә қандақ бәдәлләр төләнмәктә? бу завуттики өсмүрләр адәм бедикчилики вә яки қорамиға йәтмигәнләрни експилататсийә қилиш қурбанлириға айландиму йоқ?

Биз алдинқи программимизда, бу бир түркүм қорамиға тошмиған қизларниң, йеши вә исим фамилиси тегиштүрүлүп мәзкур завутқа елип келингәнликини баян қилған идуқ, гәрчә бу һәқтә мунасивәтлик һөкүмәт хадимлири ениқ җаваб бәрмигән яки өзини қачурған болсиму, әмма зияритимизни қобул қилған кона шәһәр наһийилик " әмгәк күчлирини сиртларға йөткәш ишханиси" ниң мудири идрис ислам һәқиқәтән шундақ чариләр қоллинилғанлиқини муәййәнләштүрди.

Балиларниң ейтишичә улар завутқа келипла тохтамға қол қойған вә бу ят шәһәрдики ишләмчилик һаятиниң тунҗи қәдимини басқан.

Хош, көпинчиси ишләш йешиға тошмиған бу бир түркүм уйғур қизлири кимлик салаһийитини өзидин чоң яштики башқиларниң салаһийити билән алмаштуруш қатарлиқ йоллар билән лоңши йезисидики лоңфа аяқ завутиға елип келингәнлики дәлилләнди. Ундақта бу балиларниң турмуш әһвали, ишләш муһити вә алдиниң 10, кейинкилириниң 5 , 6 айлиқ кәчмишлири қандақ болди улар бу завутта ишләш җәрянида қандақ роһи вә җисманий риязәтләрни чәкти?

Буларни нөвәттә лоңфа аяқ завутида ишләватқан балиларниң өзидин аңлайли.

Улар завутларда тил - һақарәтму ишиткән һәтта бәзилири кадирларниң тайиқиниму йегән, әмма раһәтлинип бирәр вақ яхши тамақ йейишкә қадир болалмиған.

Игилишимизчә мәзкур завутта ишләш җәрянида нурғун балилар һәр хил ағриқ - силақларға гириптар болған болуп, бәзидә улар дохтурға көрүнмәйла ишләшкә мәҗбур болған болса, һәтта оператсийә қилинған қизларму өйигә қайтишқа рухсәт қилинмиған.

Хитайниң әмгәк қануни вә әмгәк тохтам қанунида завут - канларда ишләш әң төвән яш чеки 18 дәп бәлгиләнгәнлики мәлум. Әмәлийәт шундақ икән бу йәрдә хәлқара қанун вә хитай асаси қануни яки әмгәк қануниға хилап һалда балиларни әмгәккә селиш амиллири шәкиллиниватамду қандақ?

Лоңфа завутида ишләватқан уйғур балилириниң бу йәргә тошулуш вә ишләш җәрянида бешидин өткән кәчмишләрни аңлиған хәлқара адәм бедикчиликигә қарши туруш тәшкилати, тәрбийиләш программисиниң мудири доктор адрийә, м бәртонә ханим буниң типик адәм бедикчиликигә ятидиғанлиқини билдүрди.

"Биринчидин буни адәм бедикчилики категорийисигә ятқузидиған әң начар тәрипи болса бу балилар бу йәрдин кетиш әркинликигә игә әмәс. Иккинчидин, буларниң көпинчиси 18 яштин төвән икән. Шуңа улар әмгәккә мәҗбурланған болуп, бу қорамиға тошмиғанларни мәҗбури әмгәккә селиш категорийисигә ятиду. Униңдин башқа улар бу балиларни бу йәрдә тутуп турушта мәҗбурлаш усуллирини қолланған. Уларниң кишилик һоқуқлири , сағлам тамақ берилмәслик, дохтурға көрүнүшкә йол қоялмаслиқтәк шәкилләрдә дәпсәндә қилиниветипту. Буларниң һәммиси хәлқарада қобул қилинған адәм бедикчилики категорийисигә ятиду".

Ундақта адәм бедикчилики дегән немә? адәм бедикчиликиниң хәлқарадики вә хитайдики тәбири қандақ?

Адрийә м бәртонә ханим мундақ деди : "инглизчида адәм бедикчилики дегән аталғу һәрикәт мәнисиниму бериду. Әмма, башқа қануний җәһәттин ейтқанда експилататсийә қилишму адәм бедикчилик қилмишлирини шәкилләндүриду. Бу балиларниң әһвалиға қарайдиған болсақ, йәнила мәҗбурлаш шәклини алған шу нуқтидин ейтқанда бу адәм бедикчиликигә ятиду."

Адрийә м бәртонә ханим йәнә, уйғур балилири йолуққан кәчмишләрни, қорамиға тошмиған ларни мәҗбури әмгәккә селиш, мәҗбури ишлитиш вә експилататсийә қилиш қатарлиқ адәм бедикчилики категорийисигә ятидиғанлиқини һәмдә буни дәстәкләйдиған хәлқаралиқ қанун - пәрманлар барлиқини әмма хитай қанунлирида бәзи охшимаслиқ болуш сәвәбини буниңға хитайда қандақ тәбир берилидиғанлиқини җәзмләштүрәлмәйдиғанлиқини қошумчә қилди.

Биз бәртонә ханимниң тәвсийә қилиши бойичә, бу бирләшкән дөләтләр тәшкилати адәм бедикчиликиниң алдини елиш балиларни қоғдаш ишханиси (униап) бейҗиң шәһиригә җайлашқан вакаләтханисидин бу һәқтә мәслиһәт соридуқ.

Мәзкур вакаләтханиниң директори доктор фең җяң ханимниң билдүрүшичә, гәрчә хитайда балиларни ишлитиш җәһәттә икки хил яш өлчими болсиму, әмма улар адәм бедикчилики вә қорамиға тошмиғанларни завутларда җисманий әмгәккә селиш қатарлиқларға тәбир бериштә бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң бу һәқтики мизанлири шундақла хәлқара қанунлардики өлчәмни қоллинидикән.

" Биз адәм бедикчиликигә тәбир бериштә бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң адәм бедикчилики вә адәм бедикчиликигә қарши туруш қануни өлчимини һәмдә бу җәһәттики хәлқара қанун бәлгилимиләрни қоллинимиз. Шуңлашқа биз һазир хитай һөкүмитини балиларни ишлитиш яш чекини бирликкә кәлтүрүшкә қиставатисиз."

Лоңфа аяқ завутидики уйғур ишләмчиләр йолуққан қисмәтләрни аңлиған фең җяң ханимму буниң адәм бедикчиликигә ятидиғанлиқини билдүрди.

" Әлвәттә шундақ ! биз буни адәм бедикчилики дәп қараймиз. Бу бир қанунсизлиқ" деди феңҗяң ханим.

Һалбуки, фең җяң ханим, бу хил мәсилиләрниң йезиларда еғир икәнликини илгири сүргән болсиму, әмма бу ишниң йәрлик һөкүмәт тәрипидин орунлаштурулғанлиқини билгәндин кейин, "һөкүмәт адәм бедикчилики билән шуғулланди дәп ейтишқа боламду" дегән соаллиримизға пәқәт " кәчүрүң ундақ дейәлмәймән" дегәндин башқа күлкә билән җаваб қайтурди.

Лоңфа аяғ завутидики уйғур балилар мәйли чоң мәйи кичик вә мәйли қиз яки оғул болсун һәммиси дегүдәк охшаш қисмәтләрни бешидин кәчүрүшкә мәҗбур болмақта. Бу балиларниң лоңфа аяқ завутидики бир нәччә айлиқ кәчмишлири адәмни толиму биарам қилатти. Ана меһригә толуқ қенип болалмиған 16, 17 яшлиқ, яки яшлиқ босуғисиға әмдила қәдәм қойған бу балиларниң зиммисигә йүкләнгән " аилисини бай қилиш" мәҗбурийити адәмни чоңқур ойға салатти.

Хатимә

Һөрмәтлик оқурмәнләр, балиларниң ейтишичә, уларниң бу завутта ишләш муддити йәнә кәйнигә сүрүлүши мумкин икән. Бу балиларниң кейикни әһвали қандақ болиду, башқа завутларға йөткәлгән уйғур балилири қандақ қисмәтләргә йолуқти вә йолуқмақта? бу һәқтә келәр қетимқи программимизда мәлумат беримиз.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.