Афғанистанда президент сайлими елип берилиду
Мухбиримиз ирадә
2009.08.17
2009.08.17

AFP Photo
Бу афғанистан тарихида тунҗи көрүлгән бир әһвал болуп, ғәрб әллири көзәткүчилири афғанистанда демократийиниң бих сүрүшкә башлиғанлиқини илгири сүрүшмәктә.
Гәрчә сайлам паалийәтлири демократик усулларға лайиқ елип бериливатқан болсиму, әмма буниң билән бирликтә районда талибан күчлириниң тәһдитлириму артмақта. Уларниң сайлам күни биләт ташлайдиған орунларға һуҗум елип баридиғанлиқиға даир тәһдитлири кишиләрдә әндишә пәйда қиливатқан болуп, буниң сайламға биләт ташлиғучиларниң талибан һуҗумлиридин қорқуп, биләт ташлашқа кәлмәсликигә сәвәб болушидин әнсиримәктә.
Б б с радиоси афған бөлүминиң тәкшүрүшичә, һөкүмәт афғанистанниң йүздә 30 ини техи контрол қилалмиған болуп, бу, талибан күчлири әң күчлүк болған афғанистанниң җәнуби районлири икән. Бу районларда афған һөкүмити пәқәтла шәһәр мәркәзлиринила контрол қиливатқан болсиму, әмма әтраптики йеза - базарлар болса талибанниң қол астида турмақта.
Бу қетимлиқ сайламға 41 намзат қатнашқан. Әмма буларниң ичидики әң муһим 3 рәқиб болса афғанистанниң һазирқи җумһур рәиси хамит карзаи, сабиқ ташқи ишлар министири абдуллаһ абдуллаһ, сабиқ иқтисад министири әшрәф ғани қатарлиқлардур.
Түркийә истратегийә тәтқиқат мәркизиниң тәтқиқатчиси җелаләттин явузниң бу һәқтики тәтқиқат мақалисидә көрситилишичә, америка һазир сайламниң бихәтәр өткүзүлүшигә капаләтлик қилиш үчүн районда әскири күчләрни күчләндүрмәктә. Алаһидә деңиз, пиядә командирлириниму алдинқи сәпкә йоллиған америка, талибанлар мәркәзлик һалда йәрләшкән әтрапи сарп тағлири билән қоршалған даханәһ базириға һуҗум қозғиди. 400 Америкилиқ деңиз әскири вә 100 гә йеқин афғанлиқ әскәр елип барған бу һуҗумға бомбардиманчи айропилан вә тик учарлар ишлитилгән болуп, бу һуҗум талибанниң тағлардин олтурақ районларға келип сайламға бузғунчилиқ қилидиған йолини етишни мәқсәт қилидикән.
Әмма сайламға аз қалғансери талибанларму һәрикәтлирини көчәйтиватқан болуп, улар 11 - авғуст күни дәсләп афғанистанниң шималидики герман қисимлириниң қоғдиши астида болған вә нисбәтән тенч һесаблинидиған қундуз вилайитидики бир сақчиханини оққа тутқан. Талибанниң бу хил зораванлиқ һәрикәтлири сайламға тәһдит пәйда қиливатқан болуп, һәтта нурғун намзатларму талибан күчлиридин қорққанлиқи үчүн сайламға пәқәт өзлириниң исимлирини вә плакатлирини әвәтиш биләнла тохтап қалған. Униң үстигә сүнний мусулманларниң әң радикал қанити дәп қарилидиған талибанларда аял кишиләрниң сиясәткә киришигә қәтий рухсәт қилинмиғанлиқтин, сайламға қатнашқан аял намзатларму қаттиқ әндишә ичидә икән.
Афғанистанда елип берилидиған бу сайламға америка, русийә, хитай қатарлиқ дөләтләр интайин әһмийәт бериватқан болуп, дуняниң әң кәмбәғәл дөлити болған, униң үстигә нефит яки тәбиий газ байлиқиму болмиған афғанистанда елип берилидиған сайлам немишқа дуняниң диққитини бунчилик тартиду?
Түркийә истратегийә тәтқиқат мәркизиниң тәтқиқатчиси җелаләттин явуз әпәнди бу һәқтики мулаһизә мақалисидә мундақ дәп язиду: " буниң әң муһим сәвәби, афғанистанниң оттура асия билән һинди окянниң арисиға орунлашқан болушидур. Йәни оттура асия түркий җумһурийәтлириниң нефит вә тәбиий газ байлиқлирини һинди окянға улаштуридиған әң қисқа йол афғанистандин өтиду. Оттура асияда сөз игиси болушни арзу қилидиған америка үчүн афғанистан интайин муһим истратегийилик әһмийәткә игә. Буниң билән бирликтә оттура асияни өзигә тәвә бир арқа һойлидәк көридиған русийә вә хитай үчүнму афғанистан интайин муһим. Улар оттура асияға америкиға охшаш башқа күчләрниң сиңип киришиниң алдини елиш үчүн афғанистанни бир қорған дәп қарайду."
Сайламниң бихәрлики үчүн сайлам күни 200 миң афған әскири вә 100 миң нато әскири вәзипә өтәйдиған болуп, 34 вилайәттин 17 милйон сайлиғучи өзиниң җумһур рәиси вә 420 нәпәр вилайәт мәҗлис әзалирини сайлап чиқиду.
Бу қетимқи сайламда хамит карзаиниң қайта сайлиниш еһтимали интайин юқири болуп, униңдин қалсила абдуллаһ абдуллаһму сайламниң иккинчи күчлүк намзати дәп қаралмақта. Хамит карзаий 1957 - йили кандаһарда туғулған болуп, һиндистанда оқуған вә нурғун қетим америкида болған. У 1980 - йилларда афғанистанда рус ишғалиға қарши муҗаһид болуп җәңгә қатнашқан. Пакистанда сүргүндә яшиған мәзгилидә талибанни қоллиған, кейин дадисиниң талибан тәрипидин қәтли қилиниши билән талибанға қарши тәрәпкә өтүп, талибанға қарши күчләр йиғилған қәндихарға қайтқан.
2001 - Йили америкиниң афғанистанға кириши билән америкиниң қоллишға еришип 2002 - йили афғанистанниң җумһур рәиси болған. 2005 - Йили елип берилған сайламда болса хәлқниң аваз бериши билән 2 - қетим җумһур рәиси болуп сайланған. Бу қетимқи сайламдиму карзаиниң йеңип чиқиш еһтимали зор дәп қаралмақта.
Афғанистанда бәши чоң, үчи нисбәтән кичик болуп җәми 30 дин артуқ етник гуруппа яшайдиған болуп, уларниң тил, мәдәнийәт вә турмуш адәтлириму бир - биридин пәрқлиқ. Афғанларниң 80 пирсәнти суний, 18 пирсәнткә йеқини шийә. Афғанистанда 45 прсәнтлик нопус билән әң чоң етник гуруппа пәштунлар болуп, тили шәрқий иранчә дәп билинидиған пәштунчидур.
Афғанистандики иккинчи чоң етник гуруппа болса таҗиклар болуп, улар нопусниң 28 пирсәнтини тәшкил қилиду. Таҗиклар пәқәт таҗикистан билән чегридаш районлардила әмәс, пайтәхт кабулдиму нопусниң көп қисмини тәшкил қилиду. Таҗиклар афғанистанниң билим сәвийиси юқири кишилири болуп, һакимийәттики муһим орунларни таҗиклар игилигән. Қалған 21 пирсәнтни болса һазар, өзбәк вә түркмән қатарлиқ етник гуруппилар тәшкил қилиду.