Афғанлар һәм уйғурлар тәғдирдаш хәлиқләрму ? (2)
Ихтияри мухбиримиз ойған
2012.03.02
2012.03.02
Узун тарихқа һәм бай мәдәнийәткә игә бу икки хәлқ 20 - әсирдә коммунистик совет иттипақи сияситиниң қурбаниға айлинип, көплигән җапа - мушәққәтләрни баштин кәчүргән иди. Совет иттипақи уларниң адаләтлик күришини һәм инсан һоқуқлирини рәһимсизләрчә дәпсәндә қилип, уларниң паҗиәлик тәқдиригә сәвәбчи болди. Шу нуқтийнәзәрдин елип қариғанда, афғанлар һәм уйғурлар тәқдири бир - биригә охшапму кетиду. Шуниң билән бир қатарда бу икки хәлқ оттурисида бәзи пәрқләрниңму барлиқини ейтиш керәк.
Радиомиз зияритини қобул қилған қазақистандики тонулған сиясәтшунас қәһриман ғоҗамбәрди афғанлар һәм уйғурларниң тәқдири һәққидә өз қарашлирини оттуриға қойди.