Қазақистанда 4-нөвәтлик дуня уйғур қурултийиниң роһини йәткүзүш йиғини чақирилди
Ихтиярий мухбиримиз әркин тарим
2012.06.01
2012.06.01

RFA/Erkin Tarim
Йиғинға алматадики уйғурлардин 200 әтрапида уйғур қатнашқан. Йиғинға д у қ аяллар комитети муавин рәиси аминә турғунова ханим риясәтчилик қилған болуп, йиғинда д у қ ниң оттура асия ишлириға мәсул муавин рәиси абдурешит турдийев, д у қ ниң баш мәслиһәтчиси зия сәмиди әпәнди қатарлиқ кишиләр сөз қилған.
Кейин аммиға японийидә чақирилған дуня уйғур қурултийиниң синалғу лентиси көрситилгән. Қизғин кәйпиятта өткән бу йиғинда дуня уйғур қурултийиниң бундин кейинки хизмәт пиланиму оттуриға қоюлған. Биз бу йиғин һәққидә техиму тәпсилий мәлумат елиш үчүн нәқ мәйданға телефон қилип мәлумат игилидуқ.