Түркийә “қанал A” телевизийисидә америка-хитай мунасивәтлири вә сүрийә мәсилиси муһакимә қилинди
2012.09.10
Бу программиға түркийә истратегийә чүшәнчә институтиниң истратегийә мутәхәссиси доктор әркин әкрәм әпәнди тәклип билән қатнашти. Доктор әркин әкрәм риясәтчи ханимниң алди билән, америка-хитай мунасивәтлириниң вәзийити тоғрисида сориған соалиға җаваб берип мундақ деди:
“йеңидин күчлиниватқан хитай билән дуняда мәвҗут болған биринчи күч америка оттурисидики сүркилиш давам қиливатиду, америка йеқиндин буян хитайниң әтрапида бихәтәрлик җәһәттә истратегийилик бир бесим қилишқа тиришиватиду, хусусән америка әң заманиви қораллар билән хитайниң әтрапини қоршавға алған бир вәзийәттә болуп, америка деңизда деңиз асти уруш парахотлири билән, қуруқлуқта қуруқлуқ әскәрлири билән, һавада һава армийисиниң әң заманиви разведка айропиланлири билән хитайниң әтрапида һәрикәт қиливатиду һәм хитайни истратегийилик бир бесим астиға елишқа урунуватиду. Америка 6 ай ичидә хитайниң әтрапидики дөләтләрдин вйетнам, филиппин, японийә вә австралийә қатарлиқ дөләтләр билән тәхминән 40 тин артуқ қетим һәрбий маневир елип барди. Әң муһим болғини буниңдин 2 ай илгири асия тинч окян дөләтлиридин хитайдин башқа 22 дөләтниң әскәрлириниң қатнишиши билән бирликтә елип берилған һәрбий маневиридур. Бу вәзийәт америка билән хитай оттурисидики мунасивәтни техиму йирикләштүрүвәтти. Йеқинқи 500 йиллиқ тарихиға қарайдиған болсақ, йеңидин оттуриға чиққан күч һәр заман мәвҗут болған күчкә хирис қилип кәлди. Инсанлар, тарихтики вәзийәткә қарап, хитайниң америкиға вә америкиниң дунядики иқтисадий вә сиясий түзүмигә қарши чиқидиғанлиқини көздә тутуп, һазирдин башлап буниңға қарита тәдбир елишқа урунмақта.”
Доктор әркин әкрәм, программа риясәтчиси ханимниң, хитай дунядики биринчи күч болаламду? дегән соалиға җаваб берип мундақ деди:
“хитайниң дунядики һазирқи америкиға охшаш биринчи күч болуш еһтимали йоқ дейәрлик. Хитайниң пүтүн дуняни тәсир даирисигә алалайдиған бир күч һалиға келиши бәк қийин. Буниң бир қанчә сәвәблири болуп, биринчидин, хитай мәлум миқдарда пән-техникиға игә, әмма заманиви пән-техникиға игә әмәс. Хитай бүгүнки күндә айға чиқти, деңиз астиға кирди бу техникилар болса, америка вә русийиниң буниңдин 60 йил илгирики пән-техниклиридин ибарәт. Бүгүнки күндә хитай, заманиви қорал ишләп чиқиришта, америка вә русийидин бәк арқида қалған бир дөләт. Дуняниң әң күчлүки болуш үчүн дуняға нисбәтән әң аз 22% қорал ишләп чиқириш керәк. Иқтисади күч җәһәттә дунядики мәһсулат ишләп чиқириш нисбитиниң 33% ини тәшкил қилиши керәк. Буниңдин башқа йәнә юмшақ күч дәйдиған йәни дуняниң қиммәт қаришиму дунядики дөләтләрниң 40пирсәнтини тәсиргә учриталиши керәк. Мушундақ бир шәрт һазирланғанда андин дуняви күч болалайду. Әмма хитай һазир район характерлик бир күч болсиму лекин дуня характерлик бир күч болуши бәк қийин. Хитай районлуқ күч болуш сүпити билән америкиниң 2-дуня урушидин кейин өзиниң пайда-мәнпәити үчүн қуруп чиққан иқтисадий вә сиясий системисини хитай бузуп ташлиши мумкин. Америкиниң бу системиси вәйран болған һаман америкиму вәйранчилиққа учрайду, шуниң үчүн америка алдин тәдбир елиш үчүн асия тинч окянда һәрикәт қилмақта.”
Доктор әркин әкрәм сөзидә йәнә риясәтчи ханимниң, хитайниң күчийишидин, ялғуз америкила әндишә қиламду яки русийә қатарлиқ дөләтләрму әндишә қиламду? дегән соалиға җаваб берип мундақ деди:
“хитайниң бу вәзийитидин вйетнам, филиппин, японийә, русийә, һиндистан, җәнубий корийә қатарлиқ хитайниң қошна дөләтләрму хитайдин әндишә қилиду. Һәр қандақ бир күч оттуриға чиққан һаман әтрапидики дөләтләр билән болған мунасивәтлирини яхши анализ қилиш керәк. Әмма хитай буни қилалмиди. Йәни хитай күчлиниш билән қошна дөләтләрниң қарашлири, вә әндишилиригә җаваб берәлмиди. Йәни хитай юмшақ күчини тәрәққий қилдуралмиди. Уларни қайил қилалмиди, уларға ишәнч берәлмиди. Шу сәвәбтин бу дөләтләрму әндишә қилишқа башлиди. Йеңидин йүксәлгән күчкә биринчи болуп америка көпрәк диққәт қилиду, чүнки у дунядики биринчи күч, америкиниң хитайдин әндишә қилиши билән башқа күчләрниң әндишә қилиши бирләшти. Шу сәвәбтин, америка, оттура шәрқ вә афғанистандин чекинип чиқип, асия тинч окянға йүзләнди. Америкиниң уруш авиаматкилиридин 6, 7 даниси асия тинч окянға йүзләнди. Адәттә бу авиаматкилардин 3 даниси бир районға йүзләнгән заман уруш вәзийити демәктур. Һазир асия тинч окянда америкиниң 6, 7 данә авиаматкиси айлинип һәрикәт қилмақта. Бу америкиниң йүксиливатқан хитайға җиддий қараватқанлиқини көрситиду. Бүгүнки күндә истратегийилик бир қоршавға елиш яки истратегийилик бир қайил қилишни мәқсәт қилиду. Чүнки 2009-йили хитай америкиниң г2 дөлити қурайли, дуняни сән шәрқтә мән ғәрбтә идарә қилип башқурайли дегән тәклипни хитай рәт қилди. Демәк хитай америкиниң 2-дуня урушидин кейин дуняда түзгән системиға киришни халимайду.”
Доктор әркин әкрәм риясәтчи ханимниң, немә үчүн хитай әсәд реҗимини қоллайду? дегән соалиға җаваб берип мундақ деди:
“әслидә, сиясәт, тиҗарәт, иқтисад вә яки районлуқ һәмкарлиқ дегәнгә охшаш җәһәтләрдә хитай билән сүрийә оттурисида һеч қандақ пайда-мәнпәәт йоқ. Әмма хитайниң сүрийә һакимийитини қоллашниң бир қанчә сәвәблири бар, биринчиси: чәтәл күчиниң мәлум бир дөләтниң ишлириға мудахилә қилиш арқилиқ, шу дөләтниң һакимийитини өзгәртишини хитай қобул қилмайду, чүнки хитайниңму, тәйвән, тибәт вә шәрқий түркистан мәсилилири бар. Әгәр бу мәсилиләрни көздә тутуп чәтәл күчләр мудахилә қилған заман хитайниң бүгүнки игилик һоқуқиға зиян салған болиду, һәтта һакимийәтниң өзгиришигә сәвәб болиду. Шуниң үчүн хитай бу хил үлгиләрниң давам қилишини халимайду.
2-Сәвәб: ғәрб күчлириниң оттура шәрқтә техиму тәсир күчкә игә болушини халимайду, әгәр ғәрб әллири оттура шәрқтә тәсир күчкә игә болған тәқдирдә хитайниң күчлинишиниң асасий вә әң көп еһтияҗи болған енергийиниң 60% еһтияҗи оттура шәрқтин тәмин етиду. Әгәр оттура шәрқ ғәрб әллириниң тәсири астида қалған һаман, хитайниң оттура шәрқтики тәсири аҗизлайду, хитай-оттура шәрқ, хитай-африқа, хитай-әрәб дөләтлири дегәнгә охшаш мунасивәтләр вә қурулған мунбәрләр тәсирини йоқитип қойиду.
3-Сәвәб хитайниң русийә билән болған мунасивити, хитай русийини қоллаш арқилиқ икки дөләтниң истратегийилик мунасивитини күчәйтишни халайду. Сүрийә реҗимини қоллаштики асаси мәқсәтләрдин бири русийиниң изидин меңиштин ибарәт. Америка һәр икки дөләткә, кишилик һоқуқ вә демократийә мәсилилири җәһәттә бесим қилиду, шуниң үчүн хитай вә русийә һәмкарлиқ ичидә бирликтә һәрикәт қилмақта.”