Америка авам палатасиниң тибәт вә уйғурларға даир қарари юқири аваз билән мақулланди
Мухбиримиз җүмә хәвири
2008.07.31
2008.07.31

www.house.gov
Мәзкур қарар тонуштурулған һөҗҗәттә, қарарниң оттуриға қоюлушидики сәвәбләр вә хитайдики кишилик һоқуқ дәпсәндичиликиниң һәр бир тәрәплири толуқ баян қилинған болуп уларниң муһим мәзмунлири төвәндикичә:
- - Хитайда кишилик һоқуқ вә сиясий әркинликни илгири сүрүш, америкиниң хитайға қаритилған ташқи сияситиниң мәркизи нишани.
- - Америка - хитай мунасивәтлири йәршаридики мурәккәп мәсилиләрниң бири. Мушу мурәккәп мунасивәтләрниң ичидә хитайда кишилик һоқуқ вә сиясий әркинликни илгири сүрүш, америка һөкүмитиниң хитайға қаритилған ташқи сияситиниң мәркизи нишани.
- - Хитайда кишилик һоқуқ вә сиясий әркинликни қоғдашни күчәйтиш вә илгири сүрүшни техиму күчлүк капаләткә игә қилиш америка - хитай мунасивәтләрни илгири сүриду.
- - 2008 - Йили 8 - авғусттин 24 - авғустқичә бейҗиңда олимпик йиғини өткүзүлиду.
- - Америка һөкүмити хитай хәлқ җумһурийитидә кишилик һоқуқ вә сиясий әркинликни илгири сүрүш сиясий нишанини бейҗиң олимпики контекистидә давамлаштуриду.
"Хитай бу вәдилирини ақлимиди"
Қарарда, гәрчә хитай һөкүмити 2008 - йиллиқ олимпиккә саһибхан болуш шәрти астида кишилик һоқуқ, диний етиқад әркинлики, ахбарат әркинлики, тәшкилат қуруш әркинлики, ахбарат, вә сөз пикир әркинлики қатарлиқларни қоғдайдиғанлиқи тоғрисида вәдә бәргән болсиму,хитайниң бу вәдилирини ақлимиғанлиқи көрситилгән.Қарарниң толуқлима мәзмунлар вә хитай һөкүмити йүргүзүватқан кишилик һоқуқ дәпсәндичилик сиясити һәққидики қисмида, хитай һөкүмитиниң олимпик мунасивити билән хитайға кәлгән чәтәл ахбарат васитилириниң хизмитигә тосқунлуқ қилиш, һәмдә хитайға кәлмәкчи болған кишиләрниң ичидә бәзилириниң сиясий пикри, диний етиқади, язмилири вә улар тәвә болған тәшкилат сәвәблик хитайға кириш визисини рәт қилишни давамлаштурғанлиқи, хитайниң йәнә интернеткә қаритилған чәкләш вә тәқибләш ишлирини техиму күчәйткәнлики оттуриға қоюлған вә хитайда әмгәкчиләр һоқуқиниң дәпсәндә қилиниши, әйдиз бимарлириниң кәмситилиши һәмдә әйдиз паалийәтчилириниң тутқун қилинидиғанлиқидин ибарәт дәпсәндичиликләр бирму - бир мисал билән тонуштурулған.
Һәмдә юқириқи сәвәбләр түпәйли хитайниң бу хилдики бастуруш вә кишилик һоқуқ дәпсәндичиликлирини дәрһал аяғлаштурушқа мәҗбурлайдиған он нәччә маддилиқ қара лайиһиси тонуштурулған.
"Хитай хәлқ җумһурийитини тибәт вә уйғурларға қаритилған бастурушни дәрһал тохтитиши керәк"
Қарарниң муһим мәзмунлири төвәндикичә:Америка авам палата әзалири"хитай хәлқ җумһурийитини өз пуқралириға қарилидиған кишилик һоқуқ дәпсәндичилик дәрһал аяғлаштурушқа, тибәт вә уйғур пуқралириға қаритилған бастурушни дәрһал тохтитишқа, 2008 - йиллиқ бейҗиң олимпик йиғинниң, олимпик әнәнилиригә варислиқ қилинған атмосферада елип берилишиға капаләтлик қилиши үчүн судан вә берма һөкүмәтлирини қоллашни тохтитишқа чақириду."
" Хитай хәлқ җумһурийитини өзиниң сиясий, диний һоқуқини, вә соз пикир әркинликини тинч йосунда намаян қилғанлиқ учун түрмигә ташланған барлиқ виҗдан мәһбуслирини дәрһал қоюветишкә чақириду."
"Хитай хәлқ җумһурийитини олимпик йиғинниң алди - кәйнидә чәтәл ахбарат васитилириниң хитайда әркин хәвәр беришигә йол қоюлиду дәп бәргән вәдисидә турушқа, вә бу вәдиләрни изчил сақлашқа һәмдә қолға елинған чәтәллик вә хитай мухбирларни дәрһал қоюветишкә, уларни дәпсәндә қилиш вә халиғанчә тутқун қилишни дәрһал тохтитишқа һәмдә бу һәқтә җамаәт алдида капаләт беришкә чақириду."
Саяһәтчиләргә тибәт, уйғур районлирини чәклимисиз зиярәт қилиш әркинлики берилиши керәк
Қарарда йәнә, хитай һөкүмитиниң олимпик җәрянида зиярәтчиләрниң диний, сиясий көз қаришиниң қандақ болушидин қәтий нәзәр уларға виза бериши вә хитай һөкүмитиниң олимпик җәрянида хитайға кәлгән чәтәллик саяһәтчилириниң һәрикәт әркинликини капаләткә игә қилиши, мәзкур әркинликниң тәнһәрикәтчиләр, олимпик учун хитайға кәлгән мухбирларни өз ичигә алидиғанлиқи, уларниң паалийәт әркинликиниң тибәт, уйғур ели вә хитайниң башқа чегра районлирини чәклимисиз һәмдә алаһидә зиярәт қилиш рухсәтнамиси алмастин зиярәт қилиш әркинлики қатарлиқларни оз ичигә алидиғанлиқи тәләп қилинған.Хитай һөкүмити оз пуқралириға қаритилған учур чәклимисини бикар қилиши керәк
Хитай һөкүмити оз пуқралириға қаритилған учур чәклимисини бикар қилиши, хитай пуқралири вә чәтәлликләр хитайда, хитай дөләт ичи вә дөләт сиртидин тарқитилидиған илгири тақалған, тосулған, яки чәкләнгән гезит - журнал, башқа нәшр буюмлири вә тор бәтлириниң толуқ ечиветилишигә капаләтлик қилиши керәк дәп көрситилгән.Қарарниң давамида, хитай һөкүмити сиясий өктичиләр, намайишчилар, әрздарлар, диний паалийәтчиләр, аз санлиқ милләтләр, мәҗруһлар, өй - макансиз сәргәрданлар вә башқиларниң өз өйлирини сақлап қелиш, әркин азадә паалийәт елип бериш, хизмәт қилиш, вә олимпик җәрянида тинч йосунда паалийәт билән шуғуллинишиға рухсәт қилишқа, хитай һөкүмәт игидарчилиқидики ширкәтләрдә вә башқа санаәт ишләпчиқириш орунлирида хитай ишчилириниң хәтәрлик хизмәт муһитида ишләш вә езилишкә учрашни ахирлаштурушқа чақирилған.
"Америка президенти тибәт вә шинҗаңни зиярәт қилиши керәк"
Қарарда тибәт мәсилиси һәққидиму алаһидә бир мадда берилгән болуп униңда мундақ дейилгән: "хитай хәлқ җумһурийити тибәтниң кәлгүси тәқдири һәққидики мәсилиләрдә, тибәт хәлқиниң һәқиқий аптономийә тәләп қилидиғанлиқидин ибарәт һәқлиқ шикайитини һәл қилишта өз - ара пикир бирлики һасил қилған һәл қилиш чариси үстидә далай лама яки униң вәкиллири билән биваситә һалда һечқандақ алдинқи шәрт қоймиған асаста сәмимий сөһбәт елип бериши керәк."Қарарниң ахирида, "америка президенти бейҗиң олимпикигә қатнишиш учун хитайға бериштин илгири хитайдики кишилик һоқуқ әһвали һәққидә өз мәйданини қаттиқ һәм очуқ - ашкара һалда ипадилиши, бейҗиңдиму охшаш мәйданини ипадиләш шуниң билән бирликтә йәнә, виҗдан мәһбуслириниң аилә тавабиатлири билә учришиши, хитайда олимпиккә қатнишиватқан мәзгилдә тибәт вә шинҗаңни зиярәт қилиши керәк" дәп оттуриға қоюлған.