Бейҗиңдики уйғур әрздарларниң қәшқәр йеңи базар вәқәси һәққидики қарашлири

Бейҗиңдики уйғур әрздарлар өз юртлирида болуватқан вәқәләрниң арқа көрүнүшини өз әрз һекайилиригә бирләштүргән асаста хәлқара ахбаратларға мәлумат бәрди.
Мухбиримиз шөһрәт һошур
2011.08.11
Uyghur-dixanliri-tyenenmende-tosowelinghan-xoten-dixanliri-305 Сүрәт, хотәнниң гума наһийиси қаратағиз йезисидин бейҗиңға кәлгән бир топ деһқанлар, шәнбә күни наразилиқ намайиши өткүзүш үчүн тйәнәнмен мәйданиға йетип кәлгәндә сақчилар тәрипидин тосувелинған көрүнүш.
http://peacehall.com Дин елинди.

Бейҗиңда туруватқан уйғур әрздарлар бәлгилик дәриҗидики сиясий-қанун саватлири, һәқсизлиқларға қарши көкрәк керип чиқиш җасарити, һәрқандақ бир яман ақивәткә тәйяр туруштәк еғир турмуш шараитлири сәвәбидин йеқинқи йиллардин бери уйғур вәзийитиниң ечинишлиқ көрүнүшини хәлқара ахбаратларға ашкарилашта актип рол ойнимақта. Бу қетим қәшқәрдә вәқә йүз бәргәндиму, улар өз юртлирида болуватқан бу вәқәләрниң арқа көрүнүшини өз әрз һекайилиригә бирләштүргән асаста хәлқара ахбаратларға мәлумат бәрди.

Юқиридики аваз улинишидин, икки нәпәр әрздарниң қәшқәр йеңи базар вәқәси һәққидики қарашлирини аңлайсиләр.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.