Алматада 1986-йил декабир вәқәси қурбанлири хатириләнди
Ихтиярий мухбиримиз ойған
2010.12.23
2010.12.23
Мәлумки, 1986-йилниң 17-декабир күни әтигәнлики шәһәрниң брежнйеф намидики мәйданида тинчлиқ намайиши уюштурулған болуп, яшлар "өз тәқдиримизни өзимиз һәл қилишни тәләп қилимиз", "һәр бир хәлққә - өз даһийси керәк" дегәнгә охшаш чақириқлар билән намайишқа чиққан. Икки күнгә созулған мәзкур намайиш һөкүмәт тәрипидин қаттиқ бастурулған иди.
Намайишниң келип чиқиш сәвәблири, ақивәтлири һәққидә һәр хил пикир-қарашлар илгири сүрүлүп кәлгән иди.
Шу вәқәләрниң қатнашқучиси әбәйдуллам розийеф радиомиз мухбириниң зияритини қобул қилип, өз кәчүрмишлири үстидә тохталди.