Америка хәлқара диний әркинлик комитети хитайни уйғурларниң диний етиқад әркинликини еғир дәпсәндә қилиш билән әйиблиди

Йеқинқи бир қанчә һәптидин буян ғәрб әллириниң вә хәлқара тәшкилатларниң арқа-арқидин кишилик һоқуқ тәнқидигә учриған хитайға йәнә бир тәнқид, пәйшәнбә күни америка хәлқара диний әркинлик комитетидин кәлди.
Мухбиримиз әркин
2011.04.28
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp
scott-flipse-sozde-305.jpg Америка хәлқара диний әркинлик комиссийисиниң сиясий ишлар муавин директори скот флипс.
RFA

Америка хәлқара диний әркинлик комитетиниң йилда бир қетим елан қилинидиған бу йиллиқ доклати пәйшәнбә күни елан қилинди. Доклатта дунядики бир қисим дөләтләрниң 2010-йилдики диний әркинлик вәзийитигә баһа берилгән. Шу қатарда хитай диний әркинлик әһвали көздин кәчүрүлүп, бу бир йилда һөкүмәткә тизимға алдурмиған христиан, католик диний гуруһларниң еғир чәклимигә учриғанлиқи, тибәтлик буддистлар, уйғур мусулманлириниң диний әркинлик әһвали пәвқуладдә кәскинләшкәнлики, диний рәһбәрләрни түрмигә ташлаш вә уларни ишәнчисизләштүрүш, диний өлималарни таллаш, диний йиғилиш, диний китабларни тарқитишни контрол қилиш кеңәйгәнлики илгири сүрүлгән. Доклатта қәйт қилишичә, хитай һөкүмити бу бир йилда йәнә фалунгоң, тибәт, уйғур вә тизимға алдурмиған протисттантларни ақлиған адвокатларға давамлиқ паракәндичилик салған, уларни тутқун қилған, қорқутқан, мәни қилған вә из дерәксиз ғайиб болушини кәлтүрүп чиқарған.

Доклатта, мәзкур комиссийә диний әркинликкә қилинған юқириқи пәвқуладдә еғир бузғунчилиқлар сәвәблик хитайни америка һөкүмитиниң 2011‏-йилдики “пәвқуладдә диққәт қилинидиған дөләтләр тизимлики” гә киргүзүшни тәләп қилған. Әгәр америка дөләт ишлар министирлиқи мәзкур комиссийиниң тәклипини қобул қилса, хитай бу йил уда 12-қетим америкиниң кишилик һоқуқ вәзийити “пәвқуладдә диққәт қилинидиған дөләтләр тизимлики” гә киргүзүлгән болиду. Америка һөкүмити 1999‏-йилдин бери хитайни һәр йили “пәвқуладдә диққәт қилинидиған дөләтләр тизимлики”гә киргүзүп кәлгән.

Хәлқара диний әркинлик комиссийиси доклатида уйғурларниң диний әркинлик вәзийити һәққидә тохтилип, уйғур аптоном райониниң 2010-йили ичидики диний әркинлик вәзийити давамлиқ начарлашқанлиқи, лекин хитай һөкүмитиниң аталмиш “диний әсәбийлик”, “бөлгүнчилик” вә “терорчилиқ” қа қарши туруш һәрикити уйғурлардики наразилиқниң муһим мәнбәси болуп қалғанлиқи вә шундақла буниң уйғурларни мәлум шәкилдики радикалишишқа башлаватқан болуши мумкинлики илгири сүрүлгән. “уйғур аптоном районида мусулманлар вә протистантларға қаритилған паракәндичилик селиш, қолға елиш, диний вә мәдәнийәт кимликини аҗизлитиш җәһәттики бесимниң изчил күчийип барғанлиқи” тәкитләнгән. Америка хәлқара диний әркинлик комиссийисиниң сиясий ишлар муавин директори скот флипс мәзкур доклат мунасивити билән радиомизға сөһбәт елан қилип, хитайдики диний гуруһлар ичидә диний әркинлики әң еғир дәпсәндичиликкә учриғанларниң уйғур билән тибәтләр икәнликини билдүрди.

У “биз хитайда диний әркинликкә хилап қилмишларниң күчәйгәнликини көрдуқ. Сизгә мәлум болғандәк, йеқинқи бир қанчә йилдин буян һөкүмәт һәр қандақ бир аммиви наразилиқни изчил бастуруп кәлди. Диний гуруһлар, адвокатлар вә кишилик һоқуқ паалийәтчилири бастурушниң обйектиға айланди. Доклатимизда уйғур мусулманлириниң вә тибәт буддистлириниң вәзийити биз йеқинқи 10 йилда байқиған әң еғир әһвалда икәнлики илгири сүрүлгән.
Һөкүмәт мусулман уйғурларниң вә тибәт буддистлириниң диний паалийитини бастуруш һәм контрол қилиш иқтидарини кеңәйткәнлики мәлум” дәп көрсәтти.

 Хәлқара диний әркинлик комиссийиси доклатта йәнә, хитай һөкүмити 2010‏-йили 5‏-айда чақирған мәркәзниң “шинҗаң хизмәт йиғини” һәққидә тохтилип, хитай дөләт рәиси ху җинтав мәзкур йиғинда һөкүмәтниң нөвәттики миллий вә диний сияситини тәкитлигәнликини, лекин мәйли ху җинтав болсун, мәйли “шинҗаң хизмәт йиғини” болсун, уйғурларниң мәдәнийәт вә диний контроллуққа мунасивәтлик дәрдигә дәрман болмиғанлиқини, йиғинда хитайниң бурунқи “диний әсәбийлик” кә қарши күрәш қилиш сиясити йәнә тәкитлинип, мусулманларниң диний тәблиғ вә ибадәт усулиға арилишиш сиясити йәнә тәрғиб қилинғанлиқини тәнқид қилған.

Доклатта йәнә, һөкүмәтниң уйғур имамларни қәрәллик сиясий курсларға тәшкилләп, уларға лаяқәтлик гуваһнамиси тарқитип бериватқанлиқи, йәрлик бихәтәрлик даирилириниң имам вә диний затларни назарәт қиливатқанлиқи, уйғур имамлириниң һәр айда қәрәллик диний ишлар вә җ х даирилирини зиярәт қилип, йолйоруқ алидиғанлиқи, йиғинға бармиған имамларниң чәткә қеқилидиғанлиқи вә яки тутқун қилиниш ақивитигә қалидиғанлиқи илгири сүрүлгән. Уйғур аптоном райони даирилириниң 2010-йили аяллар вә балиларниң диний паалийитини чәкләйдиған бәзи тәдбирләрни йолға қоюп, улардики “диний аңни аҗизлаштурмақчи” болғанлиқи, аяллар бирләшмисиниң 2009‏-йили аялларниң һеҗап кийишигә қарши һәрикәт башлиғанлиқи, бирақ уйғур аяллириниң хотәндә 600 кишилик намайиш қилип, диний чәклимигә қарши турғанлиқи,2010-йили маралбешида қуран курсиға қатнашқан 32 аялниң тутқун қилинғанлиқи, улар ичидики 2 аялниң “қанунсиз диний паалийәт” билән әйиблинип, җазаға тартилғанлиқи тәнқид қилинған.

Доклатта йәнә, уйғур аптоном районидики кишилик һоқуқ дәпсәндичиликини паш қилған вә тәнқид қилған диний затлар, илмий хадимлар, кишилик һоқуқ паалийәтчилириниң “бөлгүнчилик”, ‏“иҗтимаий муқимлиқни бузғучи”, “һакимийәткә қарши ағдурмичи” дегәндәк җинайәтләр билән әйиблинип, узун муддәтлик қамақ җазасиға һөкүм қилинғанлиқи илгири сүрүлгән. Шуниң билән биргә, тинч шәкилдә уюшуп, өзлириниң диний әркинликини намаян қилмақчи болған нурғун уйғур мусулманлириниң қолға елинғанлиқини, уларниң ичидики абдуқадир мәхсумниң 2009‏-йили 2‏-айда 15 йиллиқ қамақ җазасиға мәһкум қилинғанлиқини тәкитлигән. Америка хәлқара диний әркинлик комитетидики затлар хитайниң һәр хил бәлгилимә вә йолйоруқларни елан қилип, диний гуруһларни контрол астиға алмақчи болуватқанлиқини вә буниң билән диний әркинлик илгириләп чәклимигә учраватқанлиқини билдүрмәктә.

Америка хәлқара диний әркинлик комитетидики скот филипс, хитайниң бу йил 1‏-айда елан қилған диний ишлар хизмитини күчәйтиш һәққидики йолйоруқи, һөкүмәткә тизимға алдурмиған йәр асти диний гуруһларни илгириләп контрол қилишни мәқсәт қилидиғанлиқини әскәртти. У “биз һөкүмәтниң бу йил 1‏-айда елан қилған диний ишлар тоғрисидики йолйоруқидин наһайити әндишә қилимиз. Хитайниң мәзкур йолйоруқида кәлгүси бир йил ичидики диний ишлар хизмитиниң муһим вәзиписи оттуриға қоюлған. Униңда бурун қанунсиз болсиму, лекин көз юмуп келиватқан аилә черкавлириға охшаш диний гуруһларни бир тәрәп қилиш тәкитләнгән. Буниң ипадиси пасха байрими һарписида йүз бәргән протестант аилә черкав әзалирини кәң көләмлик тутқун қилиш вәқәлиридә намаян болди. Биз бу хил вәқәләр йәнә йүз бериши мумкин, дәп қараймиз. Чүнки бу, тизимға алдурмиған христиан протестант черкавлириға охшаш диний гуруһларни һөкүмәт контроллуқиға елиш сияситиниң мәһсули” дегән.

Хәлқара әркинлик комиссийиси америка дөләт ишлар министирлиқиниң мәлуматини мәнбә қилип, уйғур аптоном районида йеқинқи 2 йилдин бери дөләт бихәтәрлики вә шундақла “диний әсәбийлик” қатарлиқ сәвәбләр билән җазаланған кишиләрниң 1000 дин ашидиғанлиқини, лекин хитай әдлийисиниң бекинмичилики вә шундақла хитайниң тинч диний паалийәтләр билән “террорлуқ”, “диний әсәбийлик” арисидики чәк-чеграни айримайдиғанлиқи сәвәблик зади қанчилик кишиниң тинч диний паалийәт, пикир әркинлики, виҗдан вә диний чәклимигә наразилиқ билдүрүп түрмигә ташланғанлиқини ениқлап чиқиш қийинға тохтаватқанлиқини билдүргән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.