Токйода чақирилған 4-нөвәтлик дуня уйғур қурултийи ғәлибилик ахирлашти
2012.05.17

Дуня уйғур қурултийиниң күн тәртипи бойичә бүгүн вәкилләр гуруппилири музакирә елип барди. Музакиридә һәр қайси гуруппилар сиясий, иқтисадий, пән-маарип қатарлиқ темиларда музакирә елип барғандин кейин, баш катип нурмәмәт мусабайниң хуласә доклати вә рабийә қадир ханимниң йепиш нутқи билән ахирлашти.
Қурултай ахирида бу йиғинниң ечилишиға зор төһпиләрни қошқан японийә уйғур җәмийитиниң мәсули илһам мәхмут, җәмийәтниң япон әзалириға шундақла бу йиғинға маддий вә мәниви җәһәттин төһпиләрни Қошқан япон парламент әзалириға хатирә буюмлири тарқитилди.
Ахирида қурултайға қатнашқан пүтүн вәкилләр хитайниң токйода турушлуқ әлчиханисиниң алдида намайиш өткүзди. Намайишқа 18 дөләттин кәлгән 120 вәкил, япон парламент әзалири қатнашти.
Биз нәқ мәйдандин бу паалийәт һәққидә мәлумат елиш үчүн микрофонимизни уларға узаттуқ.