' Д у қ 2009 - 2010 - йиллиқ календари' нәширдин чиқти
Мухбиримиз әркин тарим
2008.12.26
2008.12.26

RFA Photo / Erkin Tarim
Оттуриға, "дуня уйғур қурултийи 2009 - 2010 - йил календари" дегән сөз йезилған. Әң төвәнгә болса айюлтузлуқ көк байрақ билән тарихта қурулған шәрқий түркистан җумһурийитиниң дөләт гириби чүшүрүлгән.
Календарниң иккинчи бетигә германийиниң муйенхин шәһиридә чақирилған 2 - нөвәтлик дуня уйғур қурултийиға қатнашқан вәкилләрниң рәсими қоюлған. Шундақла дуня уйғур қурултийиниң қисқичә тарихи аңлитилған.
Калиндарниң һәр бетидә уйғур тарихида йүзбәргән тарихи вәқәләргә йәр берилгән болуп, тарихи шәхисләрниң рәсимлири қоюлған. Биринчи ай үчүн қараханийлар ханлиқиниң қурғучиси султан сатуқ буғраханниң рәсими киргүзүлгән болуп, униң йенида қараханийлар дөлити һәққидә мәлумат берилгән.
Калиндарниң иккинчи айни көрсәткән бетидә 5 - феврал ғулҗа вәқәси һәққидә мәлумат берилгәндин башқа ғулҗа вәқәсини хатириләш үчүн дуняниң һәрқайси җайлирида елип берилған паалийәтләр һәққидики рәсимләргә йәр берилгән.
Калиндарниң һәр бетигә уйғур тарихидики муһим тарихий қәһриманларниң рәсимлири вә улар һәққидә мәлуматларға йәр берилгән. Календарда йәр алған муһим шәхисләр болса ипархан, аманнисахан, абдурешитхан, садир палван, мәхмут қәшқири, йүсүп хас һаҗип, фараби, әлишир навайи қатарлиқлардин ибарәт.
Калиндарда йәнә, д у қ рәиси рабийә қадир ханимниң түрмидин чиқиши вә америка президенти буш билән учрашқанлиқи һәққидики рәсимләргиму йәр берилгән.
Калиндарда уйғурларниң милли байрамлири вә тарихта болған муһим вәқәләр һәққидә мәлумат берилгәндин башқа, шәрқий түркистан хәритисигиму йәр берилгән.
Биз бу календар һәққидә техиму тәпсили мәлумат елиш үчүн бу календарни лайиһиләп тәйярлиған тәклимакан уйғур нәшрияти башлиқи җелил туран әпәнди вә мунасивәтлик кишиләр билән сөһбәт елип бардуқ.
Юқиридики аваз улинишидин, мухбиримиз әркин таримниң бу һәқтики мәлуматиниң тәпсилатини аңлайсиз.