Д у қ яврупа парламенти вә б д т дә мәхсус вәкил турғузди

Д у қ рәһбәрлик оргини тәрипидин б д т ниң җәнвәдики вә явропа парламентиниң брюсселдики мәркәзлиригә вәкилликкә тәйинләнгән икки нәпәр алаһидә хадим арқа - арқидин иш башлиди. Д у қ баш катипи долқун әйсаниң ейтишичә бу д у қ паалийәтлирини йәниму җанландуруш вә шәрқий түркистан мәсилисиниң хәлқаралишиш қәдимини тезлитиштә зор әһмийәткә игә икән.
Мухбиримиз әркин тарим
2010.09.06
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp
Memet-Toxti-ependi-305 Д у қ ниң сабиқ муавин рәиси, сиясий көзәткүчи мәмәт тохти әпәнди.
Photo: RFA

Бу мунасивәт билән д у қ рәһбәрлик һәйити музакирә қилип, яврупа парламенти вә б д т гә мәхсус вакаләтчи тәйинләшни қарар қилди.
 
Бу қарар бойичә, 2010 - йили 6 - айда кәсй полиас ханим д у қ ниң б д т да турушлуқ мәхсус вәкилликигә бәлгилинип нюйоркта иш башлиған иди. 2010 - Йили 9 - айдин башлап д у қ, кисй полиас ханимни нюйорктин б д т ниң җәнвәдики мәркизигә йөткәшкә қарар қилди.

Д у қ иккинчи басқучта, яврупа парламентидиму мәхсус вәкил турғузушқа қарар қилди вә д у қ ниң сабиқ муавин рәиси мәмәт тохти әпәндини, 2010 - йили 9 - айниң 1 - күнидин башлап д у қ ниң яврупа парламентида турушлуқ мәхсус вәкилликигә тәйинлиди. Мәмәт тохти әпәндини, 9 - айниң 2 - күни, рабийә ханим вә д у қ ниң вашингтонда турушлуқ рәһбәрлири мәхсус узутуш мурасими билән яврупа парламентиниң мәркизи җайлашқан белгийиниң брюссел шәһиригә узутуп қойди.

Мәмәт тохти әпәндини 9 - айниң 3 - күни брюссел айродромида белгийә уйғур җәмийитиниң рәһбәрлири қизғин күтүвалди. Мәмәт тохти әпәнди яврупа парламентида рәсмий хизмәт башлаштин бурун зияритимизни қобул қилип хизмәт пиланлири һәққидә мәлумат бәрди. Шундақла д у қ рәһбәрлириму бу һәқтики көз қарашлирини баян қилип өтти.

Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.

 
Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.