Хәлқ сәнәткари әкрәм мөмин: нахша-музикилирим арқилиқ миллитим үчүн хизмәт қилимән

Бүгүн радиомиз уйғур бөлүмидә қирғизистан уйғур җамаити арисида яхши тонулған уйғур хәлқ сәнәткари вә хәлқ музиканти әкрәм муминоф зиярәттә болуп, өз тәсиратлири һәм һаят мусапилирини баян қилди.
Мухбиримиз үмидвар
2012.11.26
ekrem-tembur-mominof-305.jpg Хәлқ сәнәткари әкрәм мөмин америкида. 2012-Йили 26-ноябир, вашингтон.
RFA

Мәлумки, чәтәлләрдики, уйғурларниң зор көпчилики оттура асиядики қазақистан, қирғизистан вә өзбекистан җумһурийәтлиригә тарқалған. Қирғизистан һөкүмитиниң мәлуматиға асасланғанда бу җумһурийәттә 60 миң әтрапида уйғур аһалиси яшайду. Қирғизистан уйғурлириниң асаслиқ қисми бишкәк шәһири вә униң әтрапиға җайлашқан болуп, мәзкур җумһурийәттики уйғурлар өз миллий әнәнилири вә нахша-музикилирини өз ичигә алған миллий сәнитини бир қәдәр яхши сақлиған. Йеқинқи йиллардин буян қирғизистан уйғурлири арисида өз миллий кимлики, миллий мәдәнийити вә сәнитини қоғдаш һәм тәрәққий қилдуруш идийилири күчәйгән болуп, миллий нахша-музика сәнити буниң гәвдилик ипадилиридин биридур.

Бишкәк шәһиридики уйғур миллий нахша-музика ансамбили “интизар” ниң әзаси, қирғизистанға тонулған хәлқ сәнәткари әкрәм муминофниң ейтишичә, бу дөләттики уйғур җамаити өз сәнити вә мәдәнийитини раваҗландуруш йолида тиришчанлиқ көрсәтмәктә.

10-Айда америкиға келип, пайтәхт вашингтон шәһири әтрапидики уйғур җамаитиниң қизғин күтүвелишиға еришип, уйғур җамаитини өзиниң йеқимлиқ вә җушқун нахша-музикилири, муқамлири вә ләтипә-чақчақлири билән һузурландуруп, юрт-вәтән сеғиниш туйғулиридин чаңқиған қәлбләргә мәлһәм болған әкрәм әпәнди бүгүн өз мухбиримиз үмидварниң зияритини қобул қилди.

Юқиридики аваз улинишидин мухбиримиз билән әкрәм муминнофниң сөһбитини аңлиғайсиләр.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.